Ху җинтав испанийидики зияритини башлиди


2005.11.13

Германийидики зияритини ахирлаштурған хитай дөләт рәиси ху җинтав йәкшәнбә күни испанийигә йетип кәлди.

Ху җинтав испанийидики икки дөләт мунасивитини яхшилаш мәқситидә елип барған икки күнлүк зияритидә, испанийә падишаһи хуан карлос вә баш министир хосей запатеролар билән көрүшмәкчи.

Америка бирләшмә агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, бу ху җинтавниң хитай дөләт рәисликигә тәйинләнгәндин буянқи испанийигә қилған тунҗи зиярити болуп, у бу қетим испанийә билән сода, пән-техника вә мәдәнийәт саһәлиридә бир йүрүш һәмкарлиқ келишимлирини түзидикән.

Испанийә, ху җинтавниң бу қетимлиқ явропа сәпириниң ахирқи бекити болуп, у явропадики зиярити җәрянида арқа-арқидин түрлүк қаршилиқ намайишлириға дуч кәлди. У барғанлики дөләттә хәлқара кәчүрүм тәшкилати, тибәт, уйғур вә фалунгоң паалийәтчилири намайиш паалийәтлирини елип барди.

Ху җинтав германийидики мәзгилидиму, дуня уйғур қурултийиниң йетәкчилигидә 100 дин ошуқ уйғур берлинда, тибәт, моңғол вә фалунгоңчилар билән бирликтә намайиш өткүзүп хитай һөкүмитиниң кишилик һоқуқ вәзийитини әйиблиди.

Шундақла шәнбә күни кәчтә, кишилик һоқуқ паалийәтчилири испанийиниң пайтәхти мадритта йиғилип намайиш қилған һәмдә улар йәнә дүшәнбә күни хитайниң испанийидики баш әлчиханиси алдида қаршилиқ намайиши өткүзүшни пиланлимақта. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.