Ху җинтав испанийидә кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң наразилиқ һәрикитигә дуч кәлди
2005.11.15
Хитай дөләт рәиси ху җинтав явропа сәпириниң ахирқи бекити испанийидә, хәлқара кәчүрүм тәшкилати, тибәт һәрикитини һимайә қилғучилар вә фалунгоң муритлириниң наразилиқ һәрикитигә дуч кәлди.
Ху җинтав сәйшәнбә күни испанийә пайтәхти мадрид шәһиридә испанийә баш министири запатеро билән җоңго - испанийә сода санаәтчиләр йиғининиң ечилиш мурасимиға қатнашқанда, йиғин мәйданиниң сиртида кишилик һоқуқ паалийәтчилири, тибәт тәшкилатлири вә фалунгоң муритлири болуп 50 дәк киши йиғилиш өткүзүп, ху җинтавға наразилиқ билдүрди.
Наразилиқ билдүргүчиләр билән биргә, ху җинтавниң тәхминән бирәр йүздәк қоллиғучисиму йиғилиш өткүзгән. Әмма ху җинтавни тәнқид қилғучилар, қоллиғучиларни хитай әлчиханиси пул берип йиғип кәлгән, дәп әйиблимәктә.
Ху җинтавниң испанийә зиярити сәйшәнбә күни ахирлашти. У, зиярәт җәрянида испанийә баш министири билән сөһбәт өткүзүп, икки дөләтниң истратегийилик шириклик мунасивити орнатқанлиқини җакарлиған. Улар йәнә җинайәтчиләрни өз- ара өткүзүп бериш вә өткүзүвелиш келишими имзалиди. Әмма испанийә кишилик һоқуқ мәсилиси қатарлиқ сәвәбләрдин өлүм җазасиға һөкүм қилиниш еһтималлиқи болған шәхсләрни өткүзүп бәрмәслик һоқуқини сақлап қалидикән.
Ху җинтав испанийидики зияритини ахирлаштурғандин кейин, җәнубий корийигә қарап йүрүп кәтти. У, бу йәрдә асия - тинч окян иқтисадий һәмкарлиқ тәшкилатиниң башлиқларйиғиниға қатнишиду. (Әркин)