Ху җинтав америкини зиярәт қилишқа башлиди


2006.04.18

Хитай дөләт рәиси ху җинтав сәйшәнбә күни америкиниң сиятил шәһиригә йетип келип бу дөләттики 4 күнлик зияритиниң бир қисими болған юмшақ детал ширкитиниң хоҗайини бил гайтис билән көрүшти вә боен ширкитини көздин көчүридиған тунҗи түрини башлиди.

Ху җинтавниң айрупилани сиятил шәһириниң 48 километир сиртидики пейнфилд айдурумиға қонғандин кейин, шу җайдики бейҗиңпәрәс хитай муһаҗирлириниң қарши елишиға еришти. Лекин шуниң билән биргә фалунгоң муритлири, тәйвән мустәқиллиқини қоллиғучилар вә тибәт сәргәрдан һөкүмитиниң ху җинтавға қарши намайиш өткүзмәслик тоғрисидики илтимасиға буйсунмиған тибәтликләр вә тибәт һәрикитини қоллиғучиларниң наразилиқ намайишиға дуч кәлди.

Униң зиярити америка пуқралирида, сода- санаәт саһәси вә сиясәт мунбиридә хитайниң буниңдин кейин қандақ дөләт болидиғанлиқиға қарита гуманлар күчийиватқан бир мәзгилгә тоғра кәлмәктә. Ху җинтав президент буш билән пәйшәнбә күни ақ сарайда учришиду. Лекин буш униңға дөләт зияпити бәрмәслики мумкин.

Бирләшмә ахбарат агентлиқиниң әскәртишичә, буш билән ху җинтавниң сөһбити хәлқ пулиниң қиммити, сода, әқлий мүлүк һоқуқи, нефит - енергийә бихәтәрлики , иран, шималий корийә, тибәт мәсилиси, кишилик һоқуқ вә диний әркинлик мәсилилиригә четилиши мумкин. Лекин хитай даирилири тәйвән мәсилисиниң бейҗиң үчүн хитай - америка оттурисидики әң муһим мәсилә һесаблинидиғанлиқини билдүрмәктә.

Ху җинтав вашингтонға қәдәм қойғанда у бу йәрдики уйғурлар, тәйвәнликләр вә фалунгоңниң намайишиға дуч келиши мумкин. Хәлқара кәчүрүм тәшкилати сәйшәнбә күни елан қилған баянатида, президент буштин, ху җинтавни бейҗиң олимпик тәнтәрбийә йиғини мәзгилидә кишилик һоқуқ ислаһати елип беришқа қисташни тәләп қилди. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.