Ху җинтав сәудий әрәбистанни зиярәт қилди


2006.04.23

Хитай дөләт рәиси ху җинтав америкидики зияритини ахирлаштурғандин кейин, шәнбә күни сәудий әрәбистан пайтәхти риядқа келип бу йәрдики дөләт ишлири зияритини башлиди.

Хуниң сәудий әрәбистандики зияритиниң асаслиқ мәқсиди, хитай иқтисадиниң тез тәрәққияти үчүн техиму көп енергийә мәнбәси издәш. Ху җинтав сәудий әрәбистанни зиярәт қилған биринчи күнила икки тәрәп мудапиә, бихәтәрәлик вә сода саһәлиридә бир йүрүш келишимләрни түзүшти. Әмма бу келишимләрдики мәзмунлар тәпсилий тонуштурулмиған.

Ху җинтав сәудий әрәбистандики мәзгилидә, хитайниң сәудий әрәбистан билән қолға кәлтүргән сиясий, иқтисадий вә мәдәний һәмкарлиқлиридики нәтиҗиләрдин қанаәтлинидиғанлиқини билдүрүп, униң бу сәпириниң икки дөләт вә хәлқи оттурисидики достлуқни техиму күчәйтидиғанлиқини ейтти.

Һазир хитай дуняда америкидин қалса иккинчи чоң нефит истимал қилғучи дөләт болуп, шу сәвәбтин хитай хәлқара базарда күчиниң беричә енергийә мәнбәси издәшкә тиришмақта. Сәудий әрәбистан, хитайниң бу саһәдики муһим нишанлириниң бири. Шундақла хитай импорт қилидиған нефитниң 17% и сәудий әрәбистандин келиду. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.