Ху җинтав сәуди әрәбистан миллий кеңишидә сөз қилди


2006.04.24

Ху җинтав йәкшәнбә күни сәуди әрәбистан миллий кеңишидә қилған сөзидә, хитайниң сәуди әрәбистан вә башқа әрәб дөләтлири билән бирликтә оттура шәрқтә тинчлиқ орнитиш үчүн тиришчанлиқ көрситишкә тәйяр икәнликини билдүрди.

Ху җинтав, франсийә президенти җаң ширактин кейин, сәуди әрәбистан миллий кеңишидә сөз қилған иккинчи чәт дөләт рәһбири һесаблиниду.

Америкидики бәзи сиясий анализчилар, хитайниң, америкиниң оттура шәрқтики сиясий тәсиригә тақабил туруш үчүн җиддий тиришчанлиқ киөрситиватқанлиқини, шуңа райондики әрәб дөләтлириниң қоллишиға еришиш үчүн сәуди әрәбистан зиярити җәрянида оттура шәрқтә тинчлиқ вә муқимлиқни қайтидин турғузуш мәсилсини тәкитлигәнликини билдүрмәктә.

Уларниң ейтишичә, америкиниң оттура шәрқтики сияситигә қарши болған әрәб дөләтлириму хитай билән йеқин мунасивәт орнитишқа тиришмақта. Сәуди әрәбистан хитай билән йеқин мунасивәт орнитиш үчүн җиддий қәдәмләр ташлаватқан әрәб дөләтлириниң бири һесаблиниду. Лекин, америкиниң иттипақдиши болған сәуди әрәбистан, хитай билән болған мунасивитиниң тәрәққи қилишиниң америка билән болған мунасивәтлригә тәсир йәткүзмәйдиғанлиқини билдүрмәктә.

Хәвәрләргә қариғанда, хуҗинтавниң зиярити җәрянида, хитай билән сәуди әрәбистан оттурисида мудапиә, бихәтәрлик вә сода саһәсидә бир қатар келишимләр имзаланди. Ху җинтав сәуди әрәбистандики зияритини ахирлаштурғандин кейин, дүшәнбә күни маракәш зияритини башливәтти.(Қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.