Хитай дөләт рәиси ху җинтав русийини зиярәт қилди
2005.06.30
Хитай дөләт рәиси ху җинтав пәйшәнбә күни москваға йетип берип, русийидики зияритини башлиди. Бу ху җинтавниң хитай дөләт рәисликини үстигә алғандин бери 2 - қетим русийини рәсми зиярәт қилиши болуп һесаблиниду.
Ху җинтав москва айдурумида елан қилған баянатида, җоңго русийә билән сияси ишәнчини күчәйтиш, өз ара мәнпәәт йәткүзүш асасидики һәмкарлиқни кеңәйтип, хитай - русийә мунасвитини юқири сәвийигә көтүрүшни халайду, дәп көрсәтти.
Хитай мәтбуатлириниң ашкарилишичә, русийә ху җинтавниң бу қетим зиярәт сәпириниң 1 - бекитикән. У, русийидин кейин қазақистанни зиярәт қилип, бу йәрдә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң башлиқлар йиғиниға қатнишиду.
Көзәткүчиләр, ху җинтавниң москвадики зиярити хитайни техиму көп русийә нефити билән тәминләшкә игә қилиш, дәп көрсәтмәктә. Ху җинтавниң "известия" гезитигә тәкитлишичә, бейҗиң билән москва нефит турубиси, тәбиий газ вә нефит қезиш мәсилисидә пикир бирлики һасил қилған. Ху җинтав шу күни русийә президенти владимир путин билән униң москва сиртидики дачисида сөһбәт өткүзди. Бихәтәрлик мәсилиси хитай - русийә башлиқлар сөһбитидики муһим темиларниң бири. Русийә билән хитай 8 - айда бирләшмә һәрбий маневир өткүзиду.
"Комирсант" гезити, моксваниң русийә, хитай вә өзбекистан һәмкарлиқи ғәрб әллириниң тәсирини үнүмлүк түрдә тосайдиған күчкә айлинишини үмид қилидикән. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Ху җинтав техиму көп нефитқа еришиш үчүн русийә билән қазақистанға бармақчи
- Хитай дөләт рәиси ху җинтав шотландийидики G8 ләр йиғиниға қатнишиду
- Хитай, һиндистан вә русийә ташқи ишлар министирлиқиниң йиғини өткүзүлиду
- Ху җинтав билән тәйвән өктичи партийисиниң рәһбири суң чуйү көрүшти
- Чен шүйбйән, хитай дөләт рәиси ху җинтавни тәйвәнгә тәклип қилди