Хәлқара кәчүрүм тәшкилати канадани, мәһсус вәкил евәтип хитай түрмисидики пуқрасини қутулдурушқа чақирди
2007.04.27
Пәйшәнбә күни хәлқара кәчүрүм тәшкилати канада һөкүмитини, алаһидә вәкил тәйинләп хитай түрмисидә йетиватқан канада пуқраси һүсәйин җелилни қутулдуруп чиқишқа үндиди. Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң канада ишханисиниң баш катипи Alex Neve, " оттаваниң һүсәйин җелилни қутулдуруп чиқишта һәмкарлишидиған алаһидә әлчи әвәтиши бәк муһим" дегән.
Мухбирларни күтивелиш йиғинида Alex Neveмундақ дегән: "алаһидә әлчи болса, тәҗрибилик, ишәнчилик вә хитайниң ичкий қисмида алақиси бар болған, хитай билән бу һәқтә сөһбәт елип берип йол ачалайдиған адәм болуши керәк".
Өткән һәптә хитай һөкүмити һүсәйин җелилни бөлгүнчилик вә террорлуқ җинайәтлири билән әйибләп муддәтсиз қамақ җазаси бәргән иди.
Канада ташқи ишлар министири Peter Mckay өткән һәптә елан қилған баянатида һөкүмгә йиқиндин көңүл болидиғанлиқини ипадиләп: "һүсәйин җелил хитайда тутуп турулуш җәрянида харланған, бәлким қийин-қистаққа елинған болушиму мумкин" дәп бейҗиңни, бирләшкән дөләтләр тәшкилати "тән җазасиға қарши туруш"келишмигә еғир дәриҗидә хилаплиқ қилди дәп әйиблигән.
27 - Април франсийә агентлиқи бәргән хәвәрдә қәйт қилинишчә, һүсәйин җелил 2001- йили канада пуқралиқиға өткән болуп, хитай қануниға асасән һүсәйин җелилниң хитайниң пуқралиқ салаһийити, у канада пуқраси болған минутлардин башлапла инавәттин қалидикән. (Җүмә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Дуня мәтбуатлириниң һүсәйин җелил тоғрисидики инкаслири вә хитай-канада мунасивити
- Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит уйғур мәсилиси һәққидә тохталди
- Канадада бәш нәпәр хитай сахта гуваһнамә ясаш билән қолға елинди
- Канада һөкүмити, канада пуқраси һөсәйин җилилниң мудәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлиқи түпәйлидин хитай һөкүмитини қаттиқ тәнқид қилди
- Канаданиң икки министири икки дөләт оттурисида сәзгүр сиясий мәсилә мәвҗут шараитта хитайни зиярәт қилди
- Ху җинтав канада баш министири билән учришиштин қачти
- Ху җинтав канада баш министири билән көришиду
- Канада вә хитай арисидики кишилик һоқуқ сөһбити аяқлашти