38 - Параллилда йүз бәргән етишиш вәқәсидин кейин икки корийә мунасивити җиддийлишип кәтти
2006.08.01
Җәнубий вә шималий корийиләрни айрип туридиған 38 - параллилда дүшәнбә күни кечиси йүз бәргән етишиш вәқәсидин кейин, икки корийә мунасивити җиддийлишип кәтти. Шималий корийә сеол билән бирлишип өткүзмәкчи болған корийә йерим арилиниң азатлиқини тәбрикләш паалийитини бикар қилған.
Җәнубий корийә һәрбий даирилириниң әскәртишичә, 38 - параллилда йүз бәргән етишиш вәқәсидә һәр иккила тәрәптин адәм өлмигән. Җәнубий корийә тәрәп шималниң қаравули җәнубий корийә қаравулханисиға 2, 3 пай оқ атқандин кейин, җәнубий корийә әскәрлириниң шимал тәрәпкә 6 пай оқ атқанлиқини билдүрди. Бу 2006 - йили киргәндин бери икки тәрәп арисида йүз бәргән тунҗи тоқунуш болуп һисаблиниду.
Икки тәрәпниң 38 - параллилға бир милйон кишилик әскири қисими йиғилған болуп, пйоңяң билән сеол 1953 - йили корийә уруш тохтитиш келишими имзалиғандин бери уруш һалитини сақлап кәлмәктә. Бу вәқә шимал билән җәнубниң мунасивитини җиддийләштүрүвәтти. Шималий корийә 8 - айниң 15 - күни җәнубий корийә билән бирлишип өткүзмәкчи болған корийә йерим арилиниң азатлиқ күнини тәбрикләшни бикар қилған. Бу паалийәт 1945 - йили 2 - дуня уруши ахирлашқандин кейин японийиниң корийә йерим арилидики һөкүмранлиқи ахирлашқанлиқини хатириләшни мәқсәд қилған.
Шималий корийә бу йил 5 - июлда башқурулидиған бомба синиқи елип барғандин кейин, җәнубий корийә шималға беридиған йимәк - ичмәк ярдимини тохтитип қойди. Пйоңяң болса шималға туққан йоқлимақчи болуп барған бир җәнубий корийиликни чегридин қоғлап чиқарған. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- японийә пйоңяңға қарши имбарго мәсилисини хәвпсизлик кеңишидә авазға қоюшни чақириқ қилди
- Америка хитайниң шималий корийә ядро қораллири мәсилисидә тутқан ролидин чоң үмид күтмәйдиғанлиқидин бишарәт бәрди
- Америка шималий корийиниң һәмкарлишишни рәт қилғанлиқини әйиблиди
- японийә шималий корийә мәсилисини хәвпсизлик кеңишидә музакирә қилишқа алдиримайду
- Америка әлчиси хитайға берип шимали корийә кирзисини һәл қилиш үчүн музакирә башлиди