Явропа иттипақи хитайға имбаргони бикар қилиш "сигнали" бериши мумкин
2004.12.07
Қорал - ярақ имбаргоси, хитай баш министири вен җябавниң явропа иттипақи рәһбәрлири билән чаршәнбә күни елип баридиған сөһбитиниң муһим күнтәртипини игиләйду.
Ройтерс ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, чаршәнбә күни гаагада өткүзүлидиған йиғинда явропа иттипақи хитайға қаритилған қорал - ярақ имбаргосиниң бикар қилинидиғанлиқи һәққидә иҗабий сигнал бериши мумкин. Бирақ, имбаргониң дәрһал бикар қилиниши натайин икән. Икки тәрәп гаагадики йиғинда қирғинчилиқ характерлик қоралларни контрол қилиш, ядро техникисини тинчлиқ мәқсәтлири үчүн ишлитиш қатарлиқ мәзмунларни өз ичигә алған бәзи келишимләргә имза қойиду.
Қорал - ярақ имбаргосиниң дәрһал бикар қилинишни тәләп қилған вен җябав, вақит узарғансири имбаргониң икки тәрәп мунасивитигә зиян салидиғанлиқини тәкитлигән.
Хитай ташқи ишлар министирлики баянатчиси җаң чийө, сәйшәнбә күни имбаргони бикар қилишқа йәнә бир қетим чақирди. Бирақ қорал - ярақ имбаргосини бикар қилиш, явропадики кишилик һоқуқ органлириниң қарши турушиға учриған. Хәлқара кәчүрүм тәшкилати дүшәнбә доклат елан қилип, явропа иттипақиниң гаагадики йиғинда кишилик һоқуқ мәсилисини оттуриға қоюшни тәләп қилған. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Кишилик һоқуқ тәшкилати яврупа бирликини хитайға қаратқан қорал чәклимисини бикар қилмаслиққа чақирди
- Хитай явропа иттипақидин қорал - ярақ имбарогисини бикар қилишни тәләп қилди
- Хитай, яврупа бирликиниң хитайға қаратқан қорал имбаргосини бикар қилишини тәшәббус қилмақта
- Америка хитайниң үч ширкитигә җаза бәрди
- Америка һөкүмитиниң хитай тоқумичилиқ маллириға чәклимә қоюш әрзини қубул қилғанлиқи, хитайниң наразилиқини қозғиди
- Германийә хитайға қаритилған имбаргуни бикар қилишқа қарши чиқти
- Америка тоқумичилиқ санаити һөкүмәттин хитай маллирини чәкләшни тәләп қилди