Америка һөкүмитиниң хитай тоқумичилиқ маллириға чәклимә қоюш әрзини қубул қилғанлиқи, хитайниң наразилиқини қозғиди
2004.11.04
Хитай һөкүмити пәйшәнбә күни баянат елан қилип, америка һөкүмитиниң " базарни қалаймиқанлаштуруш тәһдиди" билән хитайниң тоқумичилиқ мәһсулатлирини импорт қилишқа чәклимә қоюш һәққидики әрзни қубул қилғанлиқиға қаттиқ наразилиқ билдүрди.
Америка һөкүмитиниң қармиқидики тоқумичилиқ мәһсулатлири килишимини иҗра қилиш комитити чаршәнбә күни америка тоқумичилиқ санаити тәшкилатиниң хитай маллириға чәклимә қоюш һәққидики әрзини рәсмий қубул қилған иди.
Америка тоқумичилиқ санаити тәшкилати, хитай маллириниң америка тоқумичилиқ саһәсигә еғир тәсир көрситишиниң алдини елиш үчүн, америка һөкүмитидин иштан, көйнәк, пахта кирлик қатарлиқ он түрлүк хитай маллирини импорт қилишни тохтутушни тәләп қилған. Мәзкүр тәшкилат йәнә, хитай маллириниң сода үстүнликини игиливелишидики сәвәбни, хитай даирилириниң хәлқ пулиниң америка доллири билән болған тегишиш нисбитини қәстән төвән тутқанлиқтин келип чиқиватқанлиқини көрсәткән.
Хитай сода министирликиниң баянатчиси зуңчүән буниңға қәтий қарши чиқип, "америка һөкүмитиниң хитай маллирини чәкләш әрзини қубул қилғанлиқи дуня сода тәшкилатиниң бәлгилимисигә хилаб " дәп билдүргән.