Хитай, яврупа бирликиниң хитайға қаратқан қорал имбаргосини бикар қилишини тәшәббус қилмақта
2004.12.02
Хитай даирилири йеқинда яврупа рәһбәрлири билән бир қатар учиришишларни елип беришни пиланлимақта.
Франсийә агентлиқиниң хәвиридин қариғанда, германийиниң баш министири герхард шройдер 5 - декабир күни бейҗиңни зиярәт қилмақчи болуп, арқидинла хитайниң баш министири вен җябав 8 - декабир күни голландийидә өткүзүлмәкчи болған яврупа бирликиниң хитай билән болған йиллиқ сөһбитигә қатнашмақчи икән.
Хәвәрдә тәкитлинишичә, хитай тәрәп голландийидә өткүзүлмәкчи болған сөһбәттә, яврупа бирликидин буниңдин 15 йил илгири хитайға берилгән қорал имбаргосини бикар қилишни тәләп қилидикән. Буниң бир вақитта яврупа бирликиму хитайға кишилик һоқуқни яхшилаш мәсилисини оттуриға қоюшни пиланлимақта.
Бу арида хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси җаң чийө мухбирларни күтивилиш йиғинида, вен җябавниң яврупа бирликиниң рәһбәрлири билән, яврупаниң хитайға қаратқан қорал имбаргосини балдуррақ бикар қилиш мәсилиси һәққидә музакирилишидиғанлиқини билдүргән.
Җаң чийө бу һәқтә йәнә: "хитай кишилик һоқуқ мәсилиси билән қорал имбарго мәсилисини бир - биригә четивилишқа қәти қарши туриду" деди.
яврупа бирлики бундин 15 йил илгири бейҗиңда йүз бәргән демократик намайиш паалийитиниң қанлиқ бастурулиши сәвәблик, хитайға қарита қорал имбаргоси йүзгүзгән иди. (Пәридә)