Хитай явропа иттипақидин қорал - ярақ имбарогисини бикар қилишни тәләп қилди
2004.12.03
Хитай һөкүмити җүмә күни баянат елан қилип, явропа иттипақидин хитайға қаритилған 15 йиллиқ қорал - ярақ имбаргосини бикар қилишни тәләп қилди. Шундақла қорал - ярақ имбаргосиниң хитай - явропа иттипақи мунасивитигә тәсир йәткүзидиғанлиқини агаһландурди.
Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң муавин министири җаң йисүй, хитай баш министири вен җябавниң алдимиздики һәптә явропаға қилидиған зиярити һәққидә тохтилип, қорал - ярақ имбаргосини бикар қилиш, тәйвән билән һәрбий һазирлиқлар мусабиқисини кәлтүрүп чиқармайду, дәп тәкитлигән. Җаң йисуй, "әгәр имбарго бикар қилинмиса, икки тәрәп мунасивитигә сәлбий тәсир көрситиши мумкин" дәп көрсәткән. Хитай баш министири вен җябав, 8 - декабир голландийәдә явропа иттипақи вә хитай башлиқлар йиғиниға қатнишиду.
Йиғинда, вен җябав, явропа иттипақидин хитайға қаритилған қорал - ярақ имбарогосини бикар қилишни тәләп қилиши мумкин. явропа иттипақиниң бейҗиң һөкүмитидин хитайдики кишилик һоқуқ вәзийитини яхшилашни тәләп қилидиғанлиқи пәрәз қилинмақта. явропа иттипақи, хитай һөкүмитиниң 1989 - йилдики тйән әнмин оқуғучилар һәрикитини қанлиқ бастуруш қилмишидин кейин, хитайға қарал-ярақ имбаргоси қойған.
Бу йил 10 - айда явропа иттипақи ташқий ишлар министирлар, франсийиниң хитайға қаритилған имбаргони бикар қилиш һәққидики тәлипини рәт қилип, хитайниң кишилик һоқуқ хатирисидә көзгә көрүнәрлик илгириләш болмиғанлиқини тәкитлигән. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай, яврупа бирликиниң хитайға қаратқан қорал имбаргосини бикар қилишини тәшәббус қилмақта
- Америка хитайниң үч ширкитигә җаза бәрди
- Америка һөкүмитиниң хитай тоқумичилиқ маллириға чәклимә қоюш әрзини қубул қилғанлиқи, хитайниң наразилиқини қозғиди
- Германийә хитайға қаритилған имбаргуни бикар қилишқа қарши чиқти
- Америка тоқумичилиқ санаити һөкүмәттин хитай маллирини чәкләшни тәләп қилди