Кишилик һоқуқ тәшкилати яврупа бирликини хитайға қаратқан қорал чәклимисини бикар қилмаслиққа чақирди


2004.12.05

яврупа бирлики билән хитай рәһбәрлириниң киләр чаршәнбә өткүзүлидиған йиғининиң һарписида, баш штаби париждики чеграсиз мухбирлар тәшкилати вә пүтүн дунядики 20 дин артуқ кишилик һоқуқни қоғдайдиған тәшкилатлар бирликтә яврупа бирликигә очуқ хәт йезип, хитайға қаратқан қорал имбаргосини бикар қилмаслиқни тәләп қилди.

Улар мәзкур очуқ хетидә, хитайдики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлириниң йәнила еғир икәнликини билдүрди вә яврупа бирликиниң, хитайниң кишилик һоқуқ хатириси яхшиланғанға қәдәр, хитайға қаратқан қорал сетип бәрмәслик чәклимисини сақлап қилиши керәкликини көрсәтти.

Улар йәнә хитай һөкүмитини, барлиқ сиясий мәһбусларни қоюп беришкә вә хитай армийисиниң милтиқ учини һәргизму уйғур, тибәт, моңғул қатарлиқ аз санлиқ милләтләргә, шундақла тәйвән хәлқигә қаратмаслиққа капаләт қилишқа чақирди.

яврупа бирликигә әза дөләтләрләрниң рәһбәрлири вә хитай баш министири вин җябав киләр чаршәнбә күни голландийидә сөһбәттә болиду. Хитай даирилири йиғинда яврупа бирликидин қорал чәклимисини бикар қилишни қайта тәләп қилиши мумкин.

яврупа бирлики, хитай һөкүмитиниң 1989 - йилидики тйәнәнмен демократик һәрикитини қанлиқ бастуруш қилмишидин кийин, хитайға қорал чәклимисини йүргүзгән иди. яврупа бирлики17 - ноябир күни қарар мақуллап мәзкур чәклимини сақлап қалған, һәмдә хитай һөкүмитидин кишилик һоқуқни яхшилаш һәққидә конкерт тәдбир елишни тәләп қилған иди. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.