Явропа бирлики хитайға қаритилған қорал имбаргосини бикар қилмайдиғанлиқини ейтти


2004.12.08

явропа бирлики чаршәнбә күни хитайға, бейҗиң һөкүмити кишилик һоқуқ хатирисидә көрүнәрлик илгириләш һасил қилмиғичә қорал сетип бәрмәслик җазасини бикар қилмайдиғанлиқини билдүрди.

Америка бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, явропа бирликиниң баянатчиси фрәнсойз лебейл, "биз хитайдики кишилик һоқуқ вә сөз әркинлики қатарлиқ мәсилиләрдин техичә әндишә қилимиз. Һәмдә биз хитайниң хәлқаралиқ инсан һәқлири өлчимигә бой сунишини үмид қилимиз" деди.

явропа бирлики рәһбәрлири билән хитай баш министири вен җябав башчилиғидики вәкилләр өмики чаршәнбә күни голландийидә 2 күнлүк сөһбитини башлиған болуп, икки тәрәп оттурисидики сөһбәт қорал имбарго мәсилисидин сирт йәнә, сода вә мәбләғ селиш темилириғиму четилидикән.

Хитай һөкүмити явропа бирликиниң қорал имбаргосини бикар қилишиға изчил тиришип кәлгән болуп, германийә билән франсийиму буни йеқиндин қоллап, явропа бирликини хитайға берилгән бу җазани бикар қилишқа көп қетим үндигән иди.

Әмма америка һөкүмити буниңға изчил қарши туруп, әгәр явропа бирлики хитайға қорал сетип бәрсә, хитайниң бу қоралларни тәйвәнгә тақабил турушқа ишлитишидин әндишә қилип кәлди. Һәтта америка бу һәқтә явропа бирликини агаһландуруп, навада явропа бирлики хитайға қаратқан қорал имбаргосини бикар қилса, у һалда америкиниң явропа бирликигә сәзгүр һәрбий техникилирини бәрмәйдиғанлиқини әскәрткән иди. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.