Хитайға қаратқан қорал чәклимисини бикар қилишта ихтилап пәйда болди


2005.01.19

Әнглийә ташқи ишлар министири җәк счов чаршәнбә күни явропа бирликиниң хитайға қаратқан қорал сетип бәрмәслик җазасини бикар қилиш мәсилисидә америка билән ихтилап пәйда болғанлиқини етирап қилди.

Җәк счов "пул муамилә вақти" гезитиниң зияритини қобул қилғанда, әнглийә, франсийә вә германийә қатарлиқ явропа бирликигә әза бәзи дөләтләрниң хитайға берилгән 15 йиллиқ қорал сетип бәрмәслик җазасини бикар қилишни халайдиғанлиқини әмма америка һөкүмитиниң болса буниңға қәтий қарши туриватқанлиқини билдүргән.

Җәк счов сөзидә йәнә, "ташқи ишлар сияситидин қариғанда, риқабәт ихтилапни йоқутушта яки сиясәт даирисини айришта әмәс бәлки шу ихтилапларни бир тәрәп қилишта" дәп көрсәтти.

Хитай һөкүмити 1989 - йили тйәнәнмен оқуғучилар һәрикитини қанлиқ бастурғандин кейин, явропа бирлики хитайға 15 йилғичә қорал сетип бәрмәслик җазасини бәргән иди. Америка һөкүмити явропа бирликиниң бу җазани бикар қилишиға күчлүк қарши чиқип, әгәр бу бикар қилинса хитай илғар техникилиқ қоралларни көп миқдарда сетивелип тәйвәнниң бихәтәрликигә еғир тәһдид һасил қилиши мумкинликини әскәртти. (Пәридә )

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.