Америка һелиму яврупа иттипақиниң хитайға қаратқан қорал имбаргосини бикар қилишидин әндишә қилиду диди


2005.02.02

Сәйшәнбә күни америка ташқи ишлар министири кондолиза райс, америка һөкүмитиниң яврупа иттипақиниң хитайға қаратқан қорал имбаргосини бикар қилишидин әндишә қиливатқанлиқини қайтидин тәкитлиди. Лекин у әгәр яврупа иттипақи хитайға қаратқан қорал имбаргосини бикар қилса, америкиниң яврупа иттипақиға қарши қандақ чарә-тәдбир қоллинидиғанлиқи һәққидә бирнемә дейиштин өзини қачурди.

Франсийә ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, америка ташқи ишлар министири кондализа райс, сәйшәнбә күни вашингтонда мухбирларға бәргән баянатида, америка һөкүмитиниң яврупа иттипақиниң хитайға қаратқан қорал имбаргоси тоғрисида яврупа дөләтлири билән яхши сөһбәт елип бериватқанлиқини, лекин вашингтонниң қорал имбаргосиниң бикар қилинишиға қарши икәнликини билдүрүп мундақ диди:

Хитайға кишилик һоқуқ мәсилисидә хата сигнал берип қоймаслиқимиз керәк. Әлвәттә буниңдин сирт йәнә, бизниң истратегийилик һәрбий мәсилиләрдиму әдишилиримиз бар.

Хәвәрләргә қариғанда, яврупа иттипақиниң тйәнәнмин оқуғучилар һәрикитиниң бастурулушидин кейин хитайға қарита йолға қойған қорал имбаргосини бикар қилиш мәсилиси америка ташқи ишлар министири кондализа райсниң пәйшәнбә күни башлайдиған яврупа зиярити җәрянидиму музакирә темиси болуши мумкин икән.

Райис бу қетимқи яврупа сәпири җәрянида сәккиз яврупа дөлитини зиярәт қилиду. (Қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.