Америка авам палатаси явропаниң хитайға қойған имбаргони бикар қилиш пиланини әйиплиди
2005.02.04
Америка авам палатаси алдинқи күни қарар мақуллап, явропа иттипақиниң хитайға қоюлған қорал - ярақ имбаргосини бикар қилиши пиланини әйиплиди. Қарарда, имбаргони бикар қилиш пилани тәйвән шундақла асиядики америка қошунлириниң бихәтәрликигә четилиду, дәп көрсәткән.
Авам палата әзаси там лантос, америка қошунлириниң бихәтәрлики явропа иттипақиниң йирақни көрәлмәслики сәвәбидин тәһдиткә учримақта, дәп тәкитлигән. Авам палатасиниң қарари, 3 кә қарши 411 авазниң мақуллиши билән елинди. Қарарда хитайниң 1989 - йилдики оқуғучилар һәрикитини һазирғичә ақлимиғанлиқини шундақла хитай кишилик һоқуқ хатирисидә өзгириш болмиғанлиқини тилға алған.
явропа иттипақи хитайға қаритилған қорал - ярақ имбаргосини бикар қилидиғанлиқидин бишарәт бәрмәктә. Әмма, америка явропа иттипақини имбарго мәсилисидә чоңқур ойлишишқа чақирған. Авам палатасиниң қарарида хитайни һәрбий күчини кеңәйтиш билән әйибләп, тәйвән боғузиға 500 данә башқурулидиған бомба орунлаштуруш шундақла иранға һәрбий техника өтүнүп бериш билән тәнқид қилған. Америка ташқи ишлар министири кондилиза райис алдинқи күни явропа иттипақини агаһландуруп, хитайға хата сигнал бәрмәсликни тәкитлигән иди. Бирақ хитай һөкүмити америкиниң әндишисини "пүтүнләй орунсиз" дәп көрсәткән. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка һелиму яврупа иттипақиниң хитайға қаратқан қорал имбаргосини бикар қилишидин әндишә қилиду диди
- Америка -хитай дөләт мудапиә әмәлдарлири бейҗиңдики сөһбитини аяқлаштурди
- Америка вә хитайниң дөләт мудапиә әмәлдарлири бейҗиңда сөһбәт өткүзди
- Хитай һөкүмити америкиниң димократийини илгири сүрүш һәққидики чақириқини рәт қилди
- Америка хитайға қаритилған қорал - ярақ имбаргосиниң бикар қилинишиға қарши чиқти
- Кишилик һоқуқ мәсилиси, америка- хитай мунасивитидә тосалғулуқ рол ойнайдикән
- Хитайға қаратқан қорал чәклимисини бикар қилишта ихтилап пәйда болди
- Америка һөкүмити хитайниң йәттә ширкитигә иқтисадий җаза йүргүзди
- Көп қисим америкилиқлар хитайни йәнила тәһдид һесаблайдикән