Америка авам палата әзаси һенри һайд явропа бирликини хитайға қорал сатмаслиққа чақирди


2005.02.23

Америка авам палатаси хәлқара мунасивәтләр комитетиниң рәиси һенери һайд (Henry J. Hyde) Чаршәнбә күни америка "волстирит жорнили" да "хитайға қорал сатмаңлар" дегән темида бир парчә мақалә елан қилди.

Һенри һайд мақалисида, явропа бирликиниң хитайға қаратқан қорал чәклимисини бикар қилишини ойлишишиниң толиму хәтәрлик икәнликини вә буниң америкиниң шундақла японийә вә тәйвәнниң бу йәрдики бихәтәрлик мәнпәәтигә тәһдит болидиғанлиқини агаһландурған.

У йәнә, тийәнәнмен оқуғучилар вәқәсидин кейин чиқирилған бу қорал чәклмиси навада бикар қилинса, буниң 15 йилдин буян һазирғичә хитай түрмисидә йетиватқан демократийә паалийәтчилири үчүн хата сигнал болидиғанлиқини тәкитләп, " явропа бирликиниң йеңи қарари, хитай һөкүмитиниң кәлгүсидә демократик паалийәтләрни техиму бастурушиға йол һазирлап бериду" дегән.

У мақалисида йәнә, явропа бирликиниң бу җазани бикар қилишта қойған шәртлириниң пут тирәп туралмайдиғанлиқини билдүрүш билән тәң, америка чиқарған хитайға қорал сетип бәрмәслик қарариниң давамлиқ күчкә игә икәнликини тәкитлигән.

Авам палата әзаси һенри һайд мақалисиниң ахирида, "явропа бирликиниң алдидики икки таллаш йоли наһайити ениқ. Бири, хитайда демократийиниң тәрәққий қилишини илгири сүрүш. Йәнә бири, хитайниң һәрбий тәрәққиятини күчәйтишигә ярдәм қилиш" дәп йезип, явропа бирликини тоғра йолни таллашқа чақирған. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.