Буш вә америка дөләт мәҗлиси бирликтә явропа бирликиниң хитайға қорал сетишиға қарши турди
2005.03.02
Сәйшәнбә күни, америка президенти җорҗ в буш вә америка дөләт мәҗлиси рәһбәрлири бирликтә явропа бирликиниң хитайға қаратқан қорал чәклимисини бикар қилишиға қарши турди. Шундақла америка дөләт мәҗлиси, хитайға қорал сетип беришкә қетилидиған явропа дөләтлиригә җаза қоллинидиғанлиқини агаһландурди.
Ройтерис агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, президент буш сәйшәнбә күни америка дөләт мәҗлиси рәһбәрлиригә өзиниң явропадики сәпирини доклат қилип, бир қисим явропа әллири билән һасил қилған йеңи ортақлиқларни вә давамлиқ мәвҗут болуп турған охшимаслиқларни оттуриға қойған.
Мәзкур йиғинға қатнашқан америка кеңәш палатасиниң ташқи ишлар мунасивәт комитети рәиси ричард лугар " явропа бирликиниң хитайға қаратқан қорал чәклимисини бикар қилишни ойлишиши, бир хата йол" дәп көрсәтти.
Бу арида, тәйвән президенти чен шүйбйәнму явропа бирликиниң парламент әзалири билән өткүзгән телевизийә йиғинида, явропани хитайға қаратқан қорал чәклимисини бикар қилмаслиққа чақирди.
У йәнә, нөвәттә хитай һөкүмитиниң тәйвәнгә 700 данә башқурулидиған бомбисини тоғрилап қойғанлиқини, явропа бирликиниң бу чәклимини бикар қилиши тәйвәнниң бихәтәрликигә тәһдит көрситидиғанлиқини билдүрди. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Брюссел, хитайниң имбаргони бикар қилишни асанлаштуридиған қәдәмләр бесишини үмид қилди
- Америка авам палата әзаси һенри һайд явропа бирликини хитайға қорал сатмаслиққа чақирди
- Буш хитайға қаритилған қорал чәклимисиниң бикар қилинишидин әндишә қиливатқанлиқини ипадилиди
- Буш зияритидә, яврупани хитайға қаратқан қорал чәклимисини бикар қилмаслиққа чақиридикән
- Америка авам палатаси явропаниң хитайға қойған имбаргони бикар қилиш пиланини әйиплиди