Америка дөләт мәҗлиси яврупа иттипақиға сода чәклимиси қоюши мумкин


2005.03.06

Америка дөләт мәҗлисиниң билдүрүшичә, әгәр яврупа иттипақи хитайға йүргүзүватқан қорал сетип бәрмәслик чәклимисини бикар қилса, америка яврупа иттипақиға бир қисим сода чәклимисини қоюши мумкин . Чүнки америка, хитайға қаритилған қорал чәклимиси бикар қилинғанда, хитайниң һәрбий қурулушиниң күчийишидин әндишә қилмақта.

Франсийә ахбарат агентлиқиниң шәнбә күни билдүрүшичә, америка дөләт мәҗлиси кеңәш палатаси ташқи мунасивәтләр комитетиниң рәиси ричард лугер "мениңчә, қорал чәклимиси бикар қилинғанда, америка нурғун юқири техникилиқ мәһсулатлирини яврупа иттипақиға сетип бәрмәйду. Америка вә яврупа иттипақи арисидики сода мунасивәттә зор өзгириш болуши мумкин" дегән.

Америка кеңәш палата әзаси җорҗ әлин , америкиниң асаслиқи хитайниң һәрбий қурулушиниң тәйвәнгә тәһдид йәткүзишидин әндишә қиливатқанлиқини билдүргән. Җорҗ әллинниң көрситишичә, йәнә бир тәрәптин, хитайму шималий корийигә охшашла қорал тарқатқучи дөләт икән.

Америка яврупа иттипақиниң хитайға қаратқан қорал чәклимисини бикар қилишиға қәтий қарши туриватқан болсиму, бирақ яврупа рәһбәрлири бу йил 6 - айда хитайға йүргүзиватқан қорал чәклимисини бикар қилиши мумкинликини билдүрмәктә.

Бу арида, хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси ли җавшиң йәкшәнбә күни баянат елан қилип, яврупа бирликини хитайға йүргүзиватқан қорал чәклимисини бикар қилишқа чақирди. У сөзидә" хитайниң яврупа бирликидин баһаси қиммәт һәмдә керәксиз болған қоралларни сетивелишиниң һаҗити йоқ" - дәп көрсәтти. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.