Яврупа бирлики хитайға қорал сетип бериштә қаттиқ чәклимә қоймақчи
2005.03.13
яврупа бирлики хитайға йүргүзиватқан қорал сетип бәрмәслик сияситини, хитайға қорал сетип беришта қаттиқ чәклимә қоюш сияситигә өзгәртишни пиланлимақта.
яврупа бирликиниң ташқи ишларға мәсул әмәлдари варднаниң билдүрүшичә, яврупа бирлики хитайға сетип беришкә болидиған қоралларниң типи һәққидә бир йүрүш қаттиқ чәклимә қоюш низамини бекитип, хитайға қорал сетип бәрмәслик сияситиниң орниға дәсситишни ойлашмақта икән.
яврупа бирлики хитай һөкүмити 1989 - йилидики тйәнмин вәқәсини қанлиқ бастурғандин кийин, хитайға қорал сетип бәрмәсликни қарар қилған иди. Варднаниң ейтишичә, гәрчә хитайда кишилик һоқуқ мәсилиси йәнила мәвҗут болсиму, әмма хитайдики вәзийәт 1989 - йилидикидин көп өзгәргән. У йәнә, яврупа бирликиниң давамлиқ түрдә хитайни кишилик һоқуқ хатирисини яхшилап, пуқраларниң сиясий һоқуқини етирап қилишқа чақиридиғанлиқини көрсәткән.
Америка һөкүмити буниң алдида, яврупа бирликиниң хитайға қаратқан қорал сетип бәрмәслик чәклимисини бикар қилишиниң хитайниң һәрбий заманивилишишини тезлитидиғанлиқини һәмдә кишигә яврупа бирлики бейҗиңниң кишилик һоқуқни дәпсәндә қилишини қоллиғандәк туйғу беридиғанлиқини билдүргән иди. Бирақ, яврупа бирлики хитайға йүргүзүватқан қорал сетип бәрмәслик чәклимисини бу йил 6 - айларда бикар қилиши мумкинликидин бишарәт бәрмәктә. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка дөләт мәҗлиси яврупа иттипақиға сода чәклимиси қоюши мумкин
- Буш вә америка дөләт мәҗлиси бирликтә явропа бирликиниң хитайға қорал сетишиға қарши турди
- Брюссел, хитайниң имбаргони бикар қилишни асанлаштуридиған қәдәмләр бесишини үмид қилди
- Америка авам палата әзаси һенри һайд явропа бирликини хитайға қорал сатмаслиққа чақирди
- Буш хитайға қаритилған қорал чәклимисиниң бикар қилинишидин әндишә қиливатқанлиқини ипадилиди