Явропа иттипақи вәкиллири америка билән хитайға берилгән қорал чәклимисини музакириләшти


2005.03.16

Америка ташқи ишлар министирлиқиниң мәлум қилишичә, явропа иттипақиниң бир вәкилләр өмики йеқинда вашингтонға келип, америка һөкүмити билән хитайға берилгән қорал чәклимисини бикар қилиш мәсилисидә сөһбәтләшкән.

Гәрчә бу қетимлиқ сөһбәтниң тәпсилати вә нәтиҗиси мәтбуатларда техи елан қилинмиған болсиму, әмма америка ташқи ишлар министирлиқи чаршәнбә күни хитай қурултийиниң тәйвәнгә һәрбий күч ишлитиш идийиси сиңгән "дөләтни парчилашқа қарши қануни" ни мақуллишиниң, явропа иттипақини қайта ойландуриши мумкинликини билдүрди.

Хитай мәтбуатлирида, явропа иттипақи вәкиллириниң вашингтондики мәзкур сәпириниң асаслиқи, явропа иттипақиниң хитайға қаратқан қорал чәклимисини бикар қилишиниң, асияниң һәрбий тәңпуңлиқиға тәсир көрсәтмәйдиғанлиқини вә буниңлиқ билән америка һәрбий техникилириниң хитайға кирип кәтмәйдиғанлиқини америкиға чүшәндүрүшни мәқсәт қилғанлиқи көрситилгән.

Америка һөкүмити вә америка дөләт мәҗлиси бирликтә илгири явропа иттипақини агаһландуруп, әгәр явропа иттипақи хитайға берилгән қорал җазасини бикар қилса, у чағда америкиниң буниңға қатнашқан явропа дөләтлиригә җаза қоллинидиғанлиқини әскәрткән иди.

Хитай хәлқ қурултийи дүшәнбә күни "дөләтни парчилашқа қарши қануни" ни мақуллиғандин кейин, тәйвән ташқи ишлар министирлиқи баянат елан қилип, хитай һөкүмитиниң кишилик һоқуқ вәзийитини яхшилап, демократик түзүмни йолға қоймиғичә, явропа иттипақиниң хитайға қаратқан қорал чәклимисини бикар қилмаслиқини тәләп қилди. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.