Райис, явропа иттипақиниң хитайға қоюлған имбаргони бикар қилиш интилишини тәнқид қилди


2005.03.18

Америка ташқи ишлар министири кондилиза райис, явропа иттипақиниң хитайға қойған имбаргони бикар қилиш бейҗиң даирилиригә хата сигнал бериши мумкин, дәп көрсәтти.

Райис, хитай кишилик һоқуқ хатирисидики бәзи илгирләшләр сәвәбидин , б д т йиғинида хитайни тәнқид қилишниң һаҗити қалмиғанлиқини илгири сүргән. Райис, бу сөзләрни пакистандин японийигә қарап кетиватқанда қилди. У, америка, җәнубий корийә вә японийиләрниң қорал - ярақ имбаргосини бикар қилишқа қарши туридиғанлиқини әскәртип, чүнки бу хитайниң райондики һәрбий күчини күчәйтиветиши мумкин, дәп тәкитлиди. Райисниң билдүрүшичә, " имбаргони бикар қилиш болупму райондики муқимлиққа капаләтлик қиливатқан америка үчүн, һәрбий күчини кеңәйтиватқан хитайға хата сигнал бериш болуп һесаблинидикән."

Хитай һөкүмити өткән дүшәнбә күни бу йилқи һәрбий хам чотини 12.6 ٪ Көпәйткән иди. Райис, җүмә күни кәчтә асия дөләтлиридики зияритиниң 3 - бекити японийигә йетип барди. У, японийидин кейин хитай билән җәнубий корийини зиярәт қилиду. Райис, бейҗиң билән тәйбейни тәйвәнниң һазирқи һалитини бир тәрәплимилик һалда өзгәрмәсликкә чақирип, бу йолдики һәр қандақ интилиш қарши елинмайду, дәп көрсәтти.

Америка ташқи ишлар министири, хитайдики аз санлиқ милләтләрниң диний етиқат тәрбийиси шундақла рабийә қадирниң қоюп берилгәнлики һәққидә тохталди. У мундақ дәйду: " биз бәзи чағларда кишилик һоқуқ хатирисини тәнқид қилиш қарари алмай турупму, бәзи илгирләшләргә еришкили болиду, дәп ишимиз." Бирақ у, хитай билән америкиниң кишилик һоқуқ вә дини етиқат җәһәттики ихтилапи йәнила барлиқини билдүрди.(Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.