Яврупа иттипақи хитайға қаратқан қорал чәклимисини бикар қилиш вақтини кечиктүриши мумкин икән
2005.03.21
яврупа иттипақидики дипломатларниң билдүрүшичә, явропа иттипақи гәрчә хитайға қаратқан қорал чәклимисини бикар қилишқа қарап һәрикәт қиливатқан болсиму, бирақ бикар қилиш вақтини кечиктүриши мумкин икән.
Франсийә ахбарат агентлиқиниң дипломатларниң сөзини нәқил кәлтүрүшичә, америка ташқи ишлар министири кондилиза райис , хитайға қаратқан қорал чәклимисини бикар қилишниң бейҗиңға хата сигнал бәргәнлик икәнликини әскәртип, яврупа иттипақини агаһландурған. Хитай даирилири йеқинда йәнә "хитайни парчилашқа қарши қанун" ни чиқарған. Бу хил амиллар, яврупа иттипақиниң бу йил 6 - айда хитайға йүргүзиватқан қорал чәклимисини бикар қилиш пиланини кечиктүриши мумкин икән.
Буниң алдида әнгилийә ташқи ишлар министири җәк сичо әнгилийдики бир телевизийә истансисиниң зияритини қубул қилип, хитайниң тәйвәнгә қаратқан бу йеңи қануниниң яврупа иттипақиниң хитайға қаратқан қорал чәклимисини бикар қилишиға интайин мүшкүл бир сиясий вәзийәт яратқанлиқини билдүргән иди.
У сөзидә, "хитайға йүргүзүватқан қорал чәклимисини бикар қилиш мәсилисидә нурғун сиясий мәсилиләр мәвҗут. Бу мәсилиләрни һәл қилиш барғансири қийинлишиватиду. Чүнки хитайниң кишилик һоқуқ вәзийитидә йитәрлик яхшилиниш болмиди" дәп көрсәткән. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Райис, явропа иттипақиниң хитайға қоюлған имбаргони бикар қилиш интилишини тәнқид қилди
- явропа иттипақи вәкиллири америка билән хитайға берилгән қорал чәклимисини музакириләшти
- Хитайниң һәрбий хам чотни көпәйтиши америкини биарам қилди
- "Дөләтни парчилашқа қарши туруш қануни", явропаниң имбаргони қалдурушиға пайдисиз болуши мумкин
- яврупа бирлики хитайға қорал сетип бериштә қаттиқ чәклимә қоймақчи