Ширак: хитайға қаритилған қорал имбаргоси бикар қилинсиму, яврупа иттипақи хитайға қорал сатмайду
2005.03.22
Франсийә президенти җак ширак сәйшәнбә күни, японийиниң асаһи шимбон гезитигә бәргән баянатида, әгәр яврупа иттипақи хитайға қаратқан қорал имбагосини бикар қилсиму, яврупа иттипақиға әза дөләтләр дәрһал хитайға қорал ситишқа башлимайду деди.
Ройтирис агентлиқиниң хәвәр қилишичә, ширак гезиткә бәргән баянатида, хитайға қаритилған қорал имбаргосиниң бикар қилиниши, яврупа иттипақиниң қорал експорти тоғрисидики сияситиниң өзгәргәнлики дегәнлик әмәс, дегән.
Франсийә президенти баянатида, қорал имбаргосини бикар қилайли дегәнлик хитайға қорал сатайли дегәнлик әмәс, деди. Президент ширагниң ейтишичә, униң хитайға қаритилған қорал имбаргосини бикар қилиш тоғрисидики тәшәббуси хитай билән мунасивәтләрни нормаллаштурушни мәқсәт қилидикән.
Америка һөкүмити, яврупа иттипақиниң хитайға қаратқан қорал имбаргосни бикар қилишиға қәти қарши чиқмақта. (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- яврупа иттипақи хитайға қаратқан қорал чәклимисини бикар қилиш вақтини кечиктүриши мумкин икән
- Райис, явропа иттипақиниң хитайға қоюлған имбаргони бикар қилиш интилишини тәнқид қилди
- явропа иттипақи вәкиллири америка билән хитайға берилгән қорал чәклимисини музакириләшти
- Хитайниң һәрбий хам чотни көпәйтиши америкини биарам қилди
- "Дөләтни парчилашқа қарши туруш қануни", явропаниң имбаргони қалдурушиға пайдисиз болуши мумкин