Хитайдики инсанпәрвәр затлар хитайға қаритилған имбаргони бикар қилиш шәртлирини оттуриға қойди


2005.03.23

Хитайниң мәмликәт ичи вә сиртидики кишилик һоқуқни һимайә қилидиған инсанпәрвәр затлар, явропа иттипақи рәһбәрлиригә очуқ хәт елан қилип, хитайға қаритилған қорал - ярақ имбаргосини бикар қилишниң үч алдинқи шәртини оттуриға қойди.

" Тйән әнминдики анилар һәрикити" ниң 125 нәпәр әзаси билән, 4 - июн һәрикитиниң рәһбәрлири шундақла 400 дин артуқ хитай демократийә һәрикитиниң сәркәрдилири, чаршәнбә күни явропа иттипақиниң рәһбәрлиригә язған очуқ хәткә имза қойған. Очуқ хәт елан қилиш һәрикитини " пуқралар һоқуқини қоғдиғучи пидаийлар" шундақла " җав зияңни дәпнә қилиш комитети" қатарлиқ тәшкилатлар уюштурди. Улар очуқ хәттә явропа иттипақиниң рәһбәрлирини агаһландуруп, " 1989 - йилдики тйән әнмин вәқәси җоңголуқлар үчүн кона дәврниң шанлиқ калиндари болуп қалғини йоқ, җоңгониң кишилик һоқуқ вәзийитидә 1989 - йилдин бери һечқандақ яхшилиниш болуп бақмиди," дәп тәкитлигән.

Улар, явропа иттипақиниң хитай һөкүмити төвәндики үч хил шәртни һазирлиған әһвал астида андин имбаргони бикар қилишни тәләп қилған. Бу үч хил шәрт " видан мәһбуслирини қоюп бериш яки ашкарә сот қилиш" , " 4 - июн вәқәсини тәкшүрүш вә җавапкарларни сүрүштүрүш" , " хәлқара пуқралар һоқуқи вә сияси һоқуқ әһдинамисини имзалаш вә униңға әмәл қилиш" қатарлиқларни өз ичигә алидикән. явропа иттипақи 1989 - йилдики тйән әнмин вәқәсидин кейин хитайға қорал - ярақ имбаргоси йүргүзгән. явропа иттипақи йеқинда имбаргони бикар қилишни ойлишиватқанлиқини елан қилған иди. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.