Франсийә японийигә хитайға қаритилған қорал чәклимисиниң бикар қилиниши һәққидә изаһат бәрди
2005.03.27
японийини зиярәт қиливатқан франсийә баш министири җәк ширак йәкшәнбә күни японийигә капаләт берип, "яврупа иттипақиниң хитайға қаритилған қорал чәклимисини бикар қилиши, хитайға сетилидиған қорал миқтариниң көпийишидин дерәк бәрмәйду" дәп көрсәтти.
Җәк ширак, японийә баш министири җуничиро койзоми билән йәкшәнбә күни сөһбәт өткүзгәндин кийинки бирләшмә мухбирларни күтивелиш йиғинида, " мән койзомиға ейттимки, биз бейҗиңға сәзгүр техникиларни сатмаймиз" деди.
Ширакниң билдүришичә, хитай һөкүмитиниң қорал чәклимисини бикар қилиш һәққидики тәлипи мувапиқ икән. яврупа иттипақиниң қорал чәклимисини бикар қилиши сиясий сәвәбтин болуп, мәқсити мунасивәтләрни нормаллаштуруш икән.
Франсийә ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, японийә баш министири җуничиро койзоми япунийә һөкүмитиниң хитайға қаритилған қорал чәклимисини бикар қилишқа қарши туридиғанлиқини қайта тәкитләп, "қорал чәклимисини бикар қилиш асияниң муқимлиқиға тәһдид елип келиду" дегән.
яврупа иттипақи, хитай һөкүмити 1989 - йилидики тйәнәнмин оқуғучилар димократик һәрикитини қанлиқ бастурғандин кийин, бейҗиңға қорал сатмаслиқ чәклимисини йүргүзгән иди. Франсийә бу чәклимини бикар қилишниң асаслиқ тәшәббускари. Әмма, америка вә японийиләр яврупа иттипақиниң хитайға қаратқан қорал чәклимисини бикар қилишиға қәтий қарши турмақта. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай, яврупа иттипақиниң қорал чәклимисини бикар қилиши үчүн паалийитини тизләштүрди
- явропа иттипақи хитайға қаратқан қорал чәклимисини бикар қилишта иккиләнди
- Хитайдики инсанпәрвәр затлар хитайға қаритилған имбаргони бикар қилиш шәртлирини оттуриға қойди
- Ширак: хитайға қаритилған қорал имбаргоси бикар қилинсиму, яврупа иттипақи хитайға қорал сатмайду
- яврупа иттипақи хитайға қаратқан қорал чәклимисини бикар қилиш вақтини кечиктүриши мумкин икән