Койзуми явропа иттипақини хитайға йүргүзгән қорал - ярақ имбаргосини сақлап қелишқа үндиди


2005.05.02

японийә баш министири койзуми, дүшәнбә күни люксимбургда явропа иттипақиниң хитайға қойған қорал - ярақ имбаргосини давамлиқ сақлап қелишқа чақирди. Койзуми, явропа иттипақиниң башлиқлар йиғинида, явропа иттипақи рәһбәрлирини японийиниң имбарго мәсилисидики әндишисини тоғра чүшүнишкә үндигән шундақла кәлгүсидә келип чиқидиған мәсилиләрдин сақлинишқа чақирған.

явропа иттипақиниң рәиси җейн клавди җункер, имбаргони бикар қилиш йолидики һәр қандақ қарарниң райондики бихәтәрликкә тәһдит салмайдиғанлиқини билдүргән. Әмма японийә әмәлдарлириниң әскәртишичә, хитайниң һәрбий хам чотини көпәйтиши японийини биарам қилмақтикән.

Койзуминиң явропадики зиярити йәкшәнбә күни башланди. японийә әмәлдарлирииң билдүрүшичә, явропа иттипақи һазирға қәдәр хитайға йүргүзүлгән қорал - ярақ имбаргосини бикар қилишниң йитәрлик сәвәблирини оттуриға қоймиған. явропа иттипақи билән японийә рәһбәрлириниң қошма ахбаратида, икки тәрәп хитайниң "йәр шари ишлирида мәсулийәтчан вә иҗабий һәмкарлашқучи" болуп қелишини үмид қилди.

Койзуми явропадики зияритини башлашниң алдида пакистанни зиярәт қилип, пакистанға мәбләғ селиш имбаргосини бикар қилди. Пакистан 1998 - йили ядро бомба синиқи елип барғанда японийә пакистанға имбарго қойған иди. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.