Явропа иттипақи хитайға йүргүзгән имбаргони бикар қилишқа алдиримайду

явропа иттипақи рәһбәрлириниң җүмә күни билдүрүшичә, явропа иттипақи 1989 - йили хитайға йүргүзгән қорал-ярақ имбаргосини бикар қилишқа алдирмайдикән шундақла имбаргони бикар қилишни хитай кишилик һоқуқ хатирисиниң әһвалиға көрә бекитидикән.

явропа иттипақидики дөләтләр, кйотодики асия - явропа юқири дәриҗиликләр йиғинида, хитай ташқи ишлар министири ли җавшиңға имбаргониң 30 - июнға қәдәр бикар қилиниши намәлум, дәп уқтурған. явропа иттипақиниң бу нөвәтлик рәиси дөлити люксимбург ташқи ишлар министири җейн асилборин, " имбарогони бикар қилиш қарари кишилик һоқуқ мәсилисини өз ичигә алиду," деди. Имбаргони бикар қилишни кишилик һоқуқ әһвалиға көрә бекитиш хитай даирилириниң наразилиқиға учриған. Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси чин гаң, " биз имбарго мәсилиси билән кишилик һоқуқни бағлаш керәк дегәнгә һәйран қеливатимиз," дегән.

Франсийә имбаргони бикар қилиш пикириниң баш қоллиғучиси. Әмма японийә билән америка имбаргони бикар қилиш, тәйвән боғузи вә райондики һәрбий күчләр тәңпуңлуқини бузиду, дәп көрсәтмәктә.

японийә ташқи ишлар министири мачимуру, җүмә күни кютода люксимбург ташқи ишлар министири асилборин билән учришип, японийиниң имбарго мәсилисидики әндишисини тәкитлигән. Асилборин, " биз райондики достлиримизға зиян селишни халимаймиз шундақла һечбир районни дуняниң сиртида қалдурушни күтмәймиз," дәп көрсәтти.(Әркин)

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org