Хитай, явропа иттипақиниң қорал-ярақ имбаргосини кишилик һоқуқ билән бағлишиға қарши турди
-
2005-05-10 -
-
-
Хитай һөкүмити, сәйшәнбә күни явропа иттипақини хитайға қарши йүргүзгән қорал-ярақ имбаргосини бикар қилишқа чақирип, имбаргони кишилик һоқуқ хатириси билән бағлашқа қарши турди.
Бирләшмә ахбарат агентлиқиниң ашкарилишичә, қорал-ярақ имбаргоси билән хитай тоқулма буюмлар експорти қатарлиқ мәсилиләр, явропа иттипақиниң рәиси, голландийә ташқи ишлар министири җейн ассилборинниң чаршәнбә күни хитайда елип баридиған зиярәт күнтәртипиниң асаси темисини игиләйдикән. Ассилборин, өткән һәптә японийини зиярәт қилғанда имбарго мәсилисини кишилик һоқуққа бағлайдиғанлиқини җакарлиған иди. Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси ли җйәнчав, " биз қорал-ярақ имбаргосини кишилик һоқуқ билән бағлашқа қарши туримиз," дәп көрсәтти.
Ли җйәнчав, кишилик һоқуқни имбарго билән бағлашниң логикиға сиғмайдиғанлиқини тәкитлигән. Әмма хитай һөкүмити 1989 - йили тйән әнминдики оқуғучилар һәрикитини шундақла 1990 - йилдики барен намайишини танка вә тик учар айрупиланлар билән бастурған иди.
явропа иттипақиниң рәиси җейн ассилйсилборинниң хитайдики зиярити икки күн давамлишиду. явропа иттипақиниң ташқий ишлар комисари солана, иттипақниң келәр нөвәтлик рәиси әнгилийә ташқий ишлар министириниң вәкили асилборинға һәмра болидикән. явропа иттипақиниң рәиси, хитай башминистирти вен җябав, дөләткомисари таң җяшүән вә ташқий ишлар министири ли җавшиңлар билән сөһбәт елип бариду. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- явропа иттипақи хитайға йүргүзгән имбаргони бикар қилишқа алдиримайду
- Койзуми явропа иттипақини хитайға йүргүзгән қорал - ярақ имбаргосини сақлап қелишқа үндиди
- яврупа иттипақи пат арида хитайға қаратқан қорал чәклимисини бикар қилиш һәққидә қарар чиқармайду
- Франсийә японийигә хитайға қаритилған қорал чәклимисиниң бикар қилиниши һәққидә изаһат бәрди
- Хитай, яврупа иттипақиниң қорал чәклимисини бикар қилиши үчүн паалийитини тизләштүрди