Явропа иттипақи хитайни кишилик һоқуқ вәзийитини яхшилашқа чақирди
-
2005-05-11 -
-
-
явропа иттипақи әмәлдари чаршәнбә күни, хитайниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң пуқраларниң сиясий һоқуқини қоғдаш шәртнамисигә қол қоюши керәкликини һәмдә хитай кишилик һоқуқ вәзийитидә илгирләш һасил қилса, буниң явропа иттипақиниң хитайға қаратқан қорал чәклимисини бикар қилишиға пайдилиқ болидиғанлиқини билдүрди.
Бейҗиңда зиярәттә боливатқан явропа иттипақиниң ташқи ишлар комиссари бенита ферреро-валднер ханим хитай әмәлдарлири билән көрүшкәндә бу сөзләрни қилған болуп, у йәнә, " қорал чәклимисини бикар қилиш үчүн, биз явропа парламентини, хитайниң кишилик һоқуқ вәзийитини яхшилашта мустәһкәм қәдәм бесиватқанлиқини ейтиш билән қайил қилишимиз керәк. Шуңа хитай һөкүмитиниң буниңға йеқиндин ярдәмдә болуши зөрүр" деди.
Бенита ханим башчилиғидики явропа иттипақи вәкилләр өмики бейҗиңда, хитайниң ташқи ишлар министирини өз ичигә алған бир қисим алий дәриҗилик әмәлдарлири билән учришип, кишилик һоқуқ вә қорал чәклимиси мәсилисидин сирт йәнә, икки қирғақ мунасивити, "дөләтни парчилашқа қарши қанун" вә явропа иттипақиниң хитай тоқумичилиқ импорт маллирини тәкшүрүш темилиридиму сөһбәтлишидикән.
Бенита ханим йәнә, хитайниң йеңидин чиқарған "дөләтни парчилашқа қарши қануни" ниң явропа иттипақиниң 16 йилдин бери хитайға йүргүзүватқан қорал сатмаслиқ чәклимисини бикар қилишиға тосалғу боливатқанлиқини тәкрарлиди. У йәнә, тәйвәндики өктичи партийә рәһбири соң чуйүниң хитайға қилған зияритини тилға елип, хитай һөкүмитиниң тәйвәндики һәр қайси тәрәпләр билән һәтта нөвәттики президент чен шүйбйән биләнму сөһбәтлишиши керәкликини әскәртти. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай, явропа иттипақиниң қорал-ярақ имбаргосини кишилик һоқуқ билән бағлишиға қарши турди
- явропа иттипақи хитайға йүргүзгән имбаргони бикар қилишқа алдиримайду
- Койзуми явропа иттипақини хитайға йүргүзгән қорал - ярақ имбаргосини сақлап қелишқа үндиди
- яврупа иттипақи пат арида хитайға қаратқан қорал чәклимисини бикар қилиш һәққидә қарар чиқармайду
- Кофи әннан б д т ниң йеңи кишилик һоқуқ оргини қурушниң зөрөрликини тәкитлиди