Хитай явропа бирликидин қорал имбаргосини бикар қилишни тәләп қилди
2006.09.06
Хитай чаршәнбә күни явропа бирликидин 17 йилдин буян йолға қоюлуп келиватқан қорал имбаргосини бикар қилишни тәләп қилди.
Хитай ташқи ишлар министирлиқи әмәлдари ли рүййү мухбирларни күтивелиш йиғинида, "биз явропа бирликиниң вәдиси бойичә қорал имбаргосини бикар қилидиған сиясий қарарини тезрақ чиқиришини үмид қилимиз. Чүнки бу хитай-явропа иттипақи мунасивәтлириниң техиму яхшилинишиға пайдилиқтур" деди.
Ли хитай баш министири вен җябавниң асия-явропа алий йиғинида бу мәсилини оттуриға қойидиған яки қоймайдиғанлиқиға бивастә җавап бериштин өзини тартти. Вен келәр һәптә асия-явропа алий йиғиниға қатнишиш үчүн финландийигә баридиған болуп, у бу қетимлиқ явропа сәпиридә йәнә, германийә вә әнглийиләрни зиярәт қилмақчи. Анализчилар вен җябавниң явропа сәпиридә хитайға қаритилған қорал имбаргосини бикар қилиш мәсилисидә алаһидә тохтилидиғанлиқини пәрәз қилишмақта.
Хитай һөкүмити 1989-йили тийәнәнмендики оқуғучиларниң тинч йолдики паалийитини қанлиқ бастурғандин кейин, америка вә явропа иттипақи хитайға 15 йиллиқ қорал сетип бәрмәслик имбаргоси қойған иди. Гәрчә 15 йил тошқан болсиму, лекин хитайниң кишилик һоқуқ вәзийитиниң йәнила начар болуши сәвәблик бу имбарго бикар қилинмай кәлди. (Пәридә)