Явропа парламенти хитайға йүргүзүлгән қорал - ярақ имбаргосини давамлаштурушни тәләп қилди


2006.09.07

явропа парламенти пәйшәнбә күни қарар мақуллап, явропа иттипақиниң рәһбәрлирини хитай кишилик һоқуқ хатириси яхшиланмиғичә явропа иттипақиниң хитайға йөргүзүлгән қорал - ярақ имбаргосини бикар қилмаслиққа чақирди.

явропа парламентиниң қарари 351 вәкилниң қоллиши, 48 вәкилниң қарши чиқиши вә 160 вәкилниң биләт ташлаштин ваз кечиши билән мақулланди. явропа парламентидики сотсиялист гуруһларниң көпчилики қарарнамидә тәйвән хитайниң бир қисими икәнликини ипадиләйдиған " бир хитай принсипи" тилға елинмиғанлиқи үчүн биләт ташлаштин ваз кәчкән. явропа парламенти имбаргони давамлаштурушни тәләп қилиш билән биргә, явропа иттипақиниң бейҗиң билән болған сода мунасивити хитайда " кишилик һоқуқ ислаһатини илгири сүрүши керәк" дәп көрсәтти.

Қарарнамидә хитайниң " кишилик һоқуқ, аммивий вә сиясий әркинлик вәзийити оңшалмиғичә явропа иттипақи - ярақ имбаргосини бикар қилмаслиқи керәк" дәйду. Хитай даирилири чаршәнбә күни явропа иттипақидин 17 йилдин бери йолға қоюлуп келиватқан имбаргони бикар қилишни тәләп қилди. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.