Италийә явропа иттипақиниң хитайға қойған қорал- ярақ имбаргосини бикар қилиш тәрәпдари
-
2006-09-18 -
-
-
Италийә баш министири романо проди дүшәнбә күни бейҗиңда 6 күнлүк хитай зияритини ахирлаштуруштин бурун, явропа иттипақиниң хитайға қойған қорал - ярақ имбаргосини тезрәк бикар қилишқа чақирди.
"Италийә, хитайға қорал - ярақ сетишни чәкләйдиған имбаргони бикар қилишқа һәйдәкчилик қилиду, " дәп тәкитлигән романо проди, "биз бу мәсилини мумкин қәдәр тезрәк һәл қилишимиз керәк, " дәйду. У бу сөзләрни 1989 - йили хитай димократийә һәрикити бастурулған җай тйәнәнмин мәйданиниң ғәрб тәрипидидики хәлқ сарийида сөзлиди.
явропа иттипақи тйәнәнмин оқуғучилар һәрикитиниң бастурулушини әйибләш үчүн 1989 - йили хитайға имбарго қойған. Проди бу сәпиридә хитай баш министири вен җябав билән иқтисади - сода мәсилилиригә четилидиған 15 түрлүк келишим имзалиди. Вен җайбав өткән һәптә хелсинкида явропа иттипақи рәһбәрлирини қорал - ярақ имбаргосини бикар қилишқа чақирған болсиму, лекин явропа иттипақи имбаргони дәрһал бикар қилишқа вәдә бәрмигән.
Проди вен җайбав билән кишилик һоқуқ мәсилиси үстидә "иҗаби музакирә" елип барғанлиқини билдүрди. У, "италийә хәлқи учур, ахбарат вә етиқат әркинликини қоғдашқа алаһидә көңүл бөлиду, " дәйду. Хитай һөкүмити йеқинда чәтәл мәтбуатлириниң паалийитигә чәклимә қоюдиған йеңи бәлгилимә чиқарған иди. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай явропа иттипақиниң қорал - ярақ имбаргосидин йәнә қутулалмиди
- явропа парламенти хитайға йүргүзүлгән қорал - ярақ имбаргосини давамлаштурушни тәләп қилди
- Хитай явропа бирликидин қорал имбаргосини бикар қилишни тәләп қилди
- явропа иттипақи: җоңгоға қаритилған қорал - ярақ имбаргоси давамлишиду
- явропа иттипақи блурусийигә имбарго қоюшни қарар қилди