Германийә хитайға қаритилған имбаргуни бикар қилишқа қарши чиқти


2004.10.31

Германийидә һакимийәт үстидики сотсял димократлар партийиси билән йешиллар партийиси биләт ташлап, явропа иттипақиниң хитайға қаритилған қорал - ярақ имбаргусини бикар қилишиға қарши чиқти.

Германийә йешиллар партийиси билән баш министир шрүдерниң сотсиял димукратлар партийисиниң германийә парламентиға сунған тәклип лайиһисидә, явропа иттипақи қорал - ярақ експорт түзүмигә даир йеңи бәлгилимә түзүп чиқиштин бурун, хитайға қаритилған қорал - ярақ имбаргуси давамлиқ күчкә игә болуши керәк дәп қариған. Тәклип лайиһисидә йәнә хитайға қаритилған қорал - ярақ имбаргусини бикар қилиш, бейҗиң һөкүмитиниң б д т сияси вә пуқралар һоқуқи хәлқара әһдинамисини өз ичигә хәлқара әһдинамиларни имзалаш яки тәстиқлишигә бағлиқ болуши керәк дәп көрсәткән.

Германийә йешиллар партийисиниң парламенттики партийә гурупписиниң ташқи ишлар баянатчиси, "хитай чоң қуруқлиқи билән тәйвән арисидики мунасивәтниң җиддилики, шундақла хитайда кишилик һоқуқ саһәсидики өзгәртишкә тегишлик бошлиқ наһайити көп болғанлиқи үчүн, һазир хитайға қорал - ярақ сетишни музакирә қилидиған вақит әмәс" дәп тәкитлигән. Йеқинда хитайни зиярәт қилған франсийә президенти җак ширак, явропа иттипақиниң хитайға қаратқан қорал - ярақ имбаргусини бикар қилиш вақти кәлгәнликини илгири сүргән. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.