Америка кеңәш палатасиниң бир комитети хитай пулиниң қиммитигә қарши қанун лайиһиси мақуллиди


2007.07.27

Америка кеңәш палатасиниң пул - муамилә комитети мутләқ көп қисим әзаларниң қоллап аваз бериши билән, хитай қатарлиқ пул қиммитини контрол қилидиған дөләтләрниң пул - муамилә сияситигә қарши илгирлигән һалда тәдбир елишни мәзмун қилған бир қанун лайиһиси мақуллиди. Кеңәш палата әзаси макс бавкун, чарлиз шумир, линдсей граһам, чак граслейлар тәрипидин оттуриға қоюлған қанун лайиһиси пәйшәнбә күни кеңәш палатасиниң пул - муамилә комитетида авазға қоюлуп, биргә қарши 20 аваз билән мақулланди.

Қанун лайиһисидә һечбир дөләтниң исми тилға елинмиған болсиму, лекин көзәткүчиләр қанун лайиһиси хитайниң хәлқ пули қиммитини контрол қилиш сиясити билән бивастә мунасивәтлик, дәп қаримақта. Кеңәш палата әзаси граслей, қанун лайиһисиниң " пул - муамилә аборот базири қаидилиригә бойсунмайдиған америка сода шериклиригә" қаритилғанлиқини билдүрди.

Мәзкур қанун лайиһиси америка малийә министири паулсен 29 - июлдин 1 - авғустғичә бейҗиңни зиярәт қилип, хитай рәһбәрлири билән хәлқ пулиниң қиммити вә иқтисади мәсилиләрдә сөһбәт елип бармақчи болуватқан мәзгилдә чиқирилди. Лекин кеңәш палата әзалири чарлиз шумир вә линдсей граһамлар тәшәббус қилған әгәр хитайлар пулиниң қиммити өстүрмисә, хитай импорт товарлириға % 27 таможна беҗи чаплаш тоғрисидики мәзмунлар мәзкур қанун лайиһисидә орун алмиған.

Америка карханичилири вә дөләт мәҗлис әзалириниң қаришичә, хитай хәлқ пулини униң базар қиммитидин % 40 төвән тутуп, содида адаләтсиз риқабәткә йол ачмақта. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.