Бейҗиң, явропа иттипақиниң хитай тоқулма буюмлирини чәкләш тоғрисидики агаһландурушиға инкас қайтурди


2005.04.25

Бейҗиң һөкүмити, дүшәнбә күни бәзи дөләтләрниң хитай тоқулма буюмлирини чәклишигә қәтий қарши туридиғанлиқини билдүрди. Буниң сәл алдида явропа иттипақи кийим - кечәк вә тоқулма буюмлар експорти бойичә хитайни агаһландуруп, әгәр хитай һөкүмити тоқулма буюмлар екиспортини азайтмиса, хитай маллириға чәклимә қоюдиғанлиқини җакарлиған.

явропа иттипақиниң сода комисари петир мандилсон, йәкшәнбә күни явропа иттипақиниң хитай тоқулма буюмлириға тоққуз түр бойичә чәклимә қоюдиғанлиқини билдүргәниди.

Әмма хитай сода министири бо шиләй, "җоңго маллириниң бәзи йәрдә тез көпийишигә җоңго тәрәп мәсул әмәс," дәп көрсәтти. Бо шиләйниң билдүрүшичә, хитай маллириниң бәзи дөләт базарлирида җидди көпийип кетишигә" бу дөләтләрниң 2005 - йили 1 - январдин илгири йолға қойған сода бикинмичилик тәдбирлири сәвәп болған." У, бейҗиң һөкүмити хитай маллириниң екиспортини контрол қилиш йолида тәдбир алғанлиқини илгири сүрди. Бо шиләй, хитай маллириниң явропа вә америкиларға келишим бойичә екипорт қилиниватқанлиқини билдүргән.

Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси коң чүән, " җоңго бәзи дөләтләрниң җоңго маллириға чәклимә қоюшини үмид қилмайду," деди. Әмма бәзи тоқулма буюмларниң експорти кишини биарам қилидиған дәриҗигә барғанлиқини тәкитлигән мандилсон, "явропа иттипақи бу әһвалға сүкүт қилип турмайду," дәп көрсәткән. Униң тәкитлишичә, " хитай маллириға қарши тәдбир елиш вақти кәлгән." явропа иттипақиниң ашкарилишичә, йеқинқи 4 айда хитай тоқулма буюмлириниң явропаға експорти бәш һәссә көпәйгән. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.