Америка дөләт мәҗлиси хитай билән сода қилидиған интернет ширкәтлиригә чәк қоймақчи
2006.02.13
Сөзләш әркинлики үчүн күрәш қиливатқан гуруппилар Google қатарлиқ интернет ширкәтлирини хитай һөкүмитиниң бәзи мәлуматларни чәкләш тәләплиригә боюн әгди дәп әйиблимәктә.
Хәвәрләргә қариғанда, америка дөләт мәҗлисидә интернет ширкәтлириниң хитай һөкүмитиниң тәләплирини қобул қилған шәрт астида хитай базириға киришиниң алдини елиш үчүн җиддий паалийәт елип берилмақта.
Көпчиликкә мәлум болғандәк, өткән йили америка дөләт мәҗлиси америка нефит вә компютер ширкәтлириниң хитай һөкүмити билән сода муамилиси тоғрисида тәкшүрүш елип берип, уларниң хитай билән сода муамилисини суслаштурған иди.
Америкида чиқидиған USA Today гезитиниң 13 - феврал күни бәргән хәвиридә, америка дөләт мәҗлиси әзаси җумһурийәтчи кирис симит, Google, Yahoo вә Microsoft қатарлиқ чоң интернет ширкәтлириниң хитай вә башқа кишилик һоқуқни дәпсәндә қиливатқан дөләтләргә киришини чәкләйдиған бир қанун лайиһиси тәйярлаватқанлиқини билдүрди.
Гезитиниң хәвиридә ейтилишичә, техи йезилип болмиған кирис симитниң қанун лайиһиси аллиқачан җумһурийәтчи дана рорабахәр қатарлиқ америка дөләт мәҗлиси азалириниң қоллишиға еришкән.
Крис симит, бу мәсилә тоғрисида алдимиздики чаршәнбә күни Google, Yahoo вә Microsoft вә ,Cisco қатарлиқ еинтирнет ширкәтлириниң қатнишиши билән америка дөләт мәҗлисидә бир гуваһлиқтин өтүш йеғини өткүзидикән. Мәзкур интернет ширкәтлири, хитай билән сода қилиш, бу дөләттә кишилик һоқуқ вәзийитиниң яхшилиниши үчүн пайдилиқ дейишмәктә. Әмма кирис симит америка ширкәтлири билән хитай оттурисидики сода мунасивәтлири тәрәққи қилғансери хитайдики кишилик һоқуқ вәзийитиниң техиму начарлишиватқанлиқини билдүрмәктә. (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка дөләт мәҗлиси әзалири Yahoo ни тәнқид қилди
- Америка дөләт мәҗлисидә хитайдики кишилик һоқуқ вә интернет темисида гуваһлиқ бериш йиғини өткүзүлди
- Америка интернет ширкәтлири дөләт мәҗлиси йиғиниға қатнишиштин өзини тартти
- Чеграсиз мухбирлар тәшкилати Google ниң хитайниң тәлипигә қошулғанлиқини әйиблиди
- Хитайниң интернет хәвәрлирини контрол қилиш тәдбири америкиниң тәнқидигә учриди