Хитайниң мәтбуатқа болған контроллуқи барғансери көп тәнқидкә учримақта


2006.02.15

Хитай һөкүмитиниң мәтбуатқа болған контроллуқи барғансери һәр қайси тәрәпләрниң көп тәрәплимилик әйиблишигә учримақта. Буниң қатарида америка дөләт мәҗлиси авам палатасиға қарашлиқ хәлқара мунасивәтләр комитетиниң дунядики кишилик һоқуқ, африқа вә хәлқара мәшғулат ишлири гурупписи 15‏- феврал күни мәхсус гуваһлиқ бериш йиғини өткүзүп, хитайниң мәтбуатқа болған контроллуқи вә америка ширкәтлириниң буниңдики роли мәсилилиридә тохталди.

Мәзкур гуваһлиқ бериш йиғинини америка авам палата әзаси кристофер смис көздин кәчүрди. Шундақла йиғинда, хитайға охшаш дөләтләрдә сөз әркинлики вә сиясий көз қаршини ипадиләш әркинликиниң ешишиға түрткә болиду дәп қарилидиған интернетниң нөвәттә хитай һөкүмити тәрипидин түрлүк усуллар билән қаттиқ контрол қилиниватқанлиқи оттуриға қоюлған.

Әмма хитай һөкүмити чаршәнбә күни өзини бу һәқтә ақлап, хитайниң интернетни башқуруш бәлгилимилириниң хәлқара өлчәмгә мас келидиғанлиқини, шундақла америкиниң бу һәқтики әйибләшлириниң адил болмиғанлиқини билдүрди.

Бу арида америка ташқи ишлар министири чаршәнбә күни, хитай вә иранға охшаш бир қисим дөләтләрниң интернетни контрол қилиш һәрикәтлиригә қарши туруш үчүн әмәлий чарә қоллинидиғанлиқини билдүрди. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.