Google Хитайда рухсәтсиз мәшғулат елип барғанлиқини рәт қилди
2006.02.21
Хитай даирилириниң тор понкитида сиясий сәзгүрлүки күчлүк мәсилиләрни чәкләш тоғрисидики бесимиға тез пүкүп, америка дөләт мәҗлисиниң тәнқидигә учриған Google интернет ширкити,хитайда ICP гуванамиси алмай туруп мулазимәт елип бериш билән әйибләнди. Әмма Google ширкити хитайда рухсәтсиз мулазимәт елип барғанлиқини рәт қилған.
Бейҗиңда чиқидиған " шинҗиң гезити" ниң сәйшәнбә күни хәвәр қилишичә, Google ниң җуңго тор понкити хитайда тор мулазимити билән шуғулланғучилар елишқа тегишлик болған интернет мулазимити билән тәминлигүчиләр рухсәтнамиси ICP гуванамисини алмиған.
Хитайдин башқа дөләтләрдә тор бәтлириниң ICP гуванамиси елиш қаидиси болмисиму, бирақ хитай учур игилики министирлиқиниң бәлгилимиси бойичә хитайда мәшғулат елип баридиған тор понкитлири чоқум ICP елиш керәк. " Шинҗиң гезити" ниң әскәртишичә, бу әһвал хитай учур игилики министирлиқиниң диққитини қозғиған вә бу мәсилини тәкшүрүшкә башлиған.
Җуңго сода вақти гезити, "җуңгониң интернет сиясити бойичә Google ниң һәрикити пүтүнләй қанунсизлиқ" дәп язди. Әмма Google ширкитиниң баянатчиси" шинҗиң гезити" ниң хәвирини асассиз, дәп көрсәтмәктә. У баянатида Google ниң җуңгодики мулазимити тегишлик гуванамилар бойичә елип берилмақта " дәйду.
Ройтерс ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, Google понкитиниң хитайда тарқитилидиған Ganji.com Намлиқ тор бети билән шерикчилики болуп, улар охшаш бир ICP гуванамиси қолланған. Google Ниң баянатчиси, мәзкур тор понкитиниң хитайда қанунлуқ гуванамиси бар, дәп көрсәтти. Әмма җуңго учур игилики министирлиқидики әмәлдарлар, бу мәсилә үстидин тәкшүрүш елип баридиғанлиқини билдүргән. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитайниң мәтбуатқа болған контроллуқи барғансери көп тәнқидкә учримақта
- Америка дөләт мәҗлиси хитай билән сода қилидиған интернет ширкәтлиригә чәк қоймақчи
- Америка дөләт мәҗлиси әзалири Yahoo ни тәнқид қилди
- Чегрисиз мухбирлар тәшкилати баш муһәррирни урған сақчиларниң җавапкарлиқини сүрүштүрүшкә чақирди
- Дуня мәтбуатчилар җәмийити хитай даирилирини әйиблиди