Кишилик һоқуқ тәшкилатлири интернет әркинликини қоғдаш лайиһисини қоллиди


2006.07.19

Хәлқарадики 14 чоң кишилик һоқуқ тәшкилати сәйшәнбә күни бирләшмә баянат елан қилип, америка дөләт мәҗлиси әзаси кристофер смисниң дөләт мәҗлисиниң мақуллишиға сунған " дуня интернет әркинлики лайиһиси" ни қоллайдиғанлиқини җакарлиди.

Бу бирләшмә баянат, чеграсиз мухбирлар тәшкилати, хәлқара кәчүрүм тәшкилати, америка қәләмкәшләр җәмийити, хитай учур мәркизи вә диний әркинлик бирләшмиси қатарлиқ 14 хәлқаралиқ кишилик һоқуқ тәшкилатлири тәрипидин елан қилинған. Дөләт мәҗлисиниң мақуллишиға сунулған бу лайиһидә, америкидики макрософт, яху вә гугулға охшаш даңлиқ интернет ширкәтлириниң хитай башчилиғидики бир қисим һөкүмәтләрниң сөз әркинликини боғишиға ярдәмлишишни чәкләш тәләп қилинған.

Бу лайиһидә йәнә, америкидики интернет ширкәтлириниң хитай һөкүмитигә торға чиққучиларниң салаһийитигә аит учурни тәминлигән һәр қетимлиғида, уларға 2 милйон америка доллири җәриманә қоюш бәлгиләнгән. Бу лайиһигә гуман билән қарайдиған бир қисим дөләт мәҗлиси әзалири гәрчә, хитайға охшаш дөләтләрниң интернет контроллиқидин әндишә қилсиму, лекин қанун билән америка ширкәтлирини бундақ җазалашниң һәқиқәтән үнүм һасил қилалишиға гуман билән қаримақта. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.