Үрүмчи шәһиридики барлиқ торханилар назарәт астиға елиниду
2007.07.14
Үрүмчи шәһиридики 580дин артуқ торханиға болған назарәтни күчәйтиш үчүн уйғур аптоном районлуқ җамаәт хәвпсизлик назаритиниң аммиви учур бихәтәрлик вә контрол қилиш башқармиси үрүмчи шәһәрлик аманлиқни қоғдаш мулазимәт ширкити билән бирлишип, барлиқ торханиларға көзитиш контрол қилиш үскүниси орнитиш хизмитини башлиған.
Шинҗаң хәвәр ториниң бу һәқтики учуриға асасланғанда, һазирғичә 128 торханиға көзитиш контрол қилиш үскүниси орнатқан болуп, буларму техника җәһәттин йәнә бир қетим йеңилиниши керәк икән.
Бу чарә арқилиқ барлиқ торханиларниң ичидики әһвалларни 24 саәт көзитип контрол қилғили болидикән, контрол қилип еришилгән учурлар җамаәт хәвпсизлик органлириниң бир тәрәп қилишиға тапшурилидикән шуниңдәк йәнә мунасивәтлик орунларму бу учурларни көрәләйдикән.
Хәвәрләрдин қариғанда, интернет хитайда тез тәрәққи қилмақта һәмдә униңға болған контроллуқму күнсайин күчәйтилмәктә. Америка дөләт мәҗлиси яхо, гоогл қатарлиқ ширкәтләрни хитайниң интернеткә болған контроллуқиға маслашқанлиқи үчүн тәнқид қилип испат бериш йиғинлири өткүзгән иди. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка дөләт мәҗлиси бүгүн уйғурлар тоғрисида қарар лайиһиси мақуллиди
- Кишилик һоқуқ кеңиши:дөләтләрниң кишилик һоқуқ хатирисини тәкшүрүштә йеңи қанун лайиһиси мақуллиди
- Кишилик һоқуқ тәшкилатлири хитай һөкүмитини " дөләт мәхпийәтлики" уқумини изаһлашқа чақирди
- Хитай бу йилму интернәткә дүшмән дөләтләр қатаридин орун алди
- Чегрисиз мухбирлар тәшкилати мәтбуат мәсилиси һәққидә 24 саәт намайиш өткүзди
- Бир қисим интернет ширкәтлири хитайниң мәтбуат әркинликигә хилап һәрикәтлиригә шериклик қилмақта
- Кишилик һоқуқ тәшкилатлири интернет әркинликини қоғдаш лайиһисини қоллиди
- Чигрисиз мухбирлар тәшкилати Yahoo ширкитини җоңгода ахбарат контрол қилишни йолға қоймақта, дәп әйиплиди
- Google Хитайда рухсәтсиз мәшғулат елип барғанлиқини рәт қилди