Кишилик һоқуқ биринчи иттипақи хитайниң интернетни чәкләш һәрикәтлирини әйиблиди
2007.12.11
Калифорнийидики бир кишилик һоқуқ тәшкилати америка һөкүмитини хитайниң интернетқа болған чәкләш һәрикәтлирини әмәлдин қалдуруш тоғрисида хитайға бесим ишлитип хитайда интернет арқилиқ сода қилишни ойлаватқан америка ширкәтлиригә қоюлған чәклимини елип ташлашқа қистиди.
Дүшәнбә күни калифорнийидики сан рафаел кишилик һоқуқ биринчи иттипақи, америка қошма штатлири сода вәкилиниң ишханисида доклат берип, хитайниң интернетқа қарита йүргүзүватқан номуссиз вә қаттиқ тосуш қилмишиниң дуня сода тәшкилатиниң келишимигә еғир хилап икәнликини көрсәтти.
Мәзкур кишилик һоқуқ тәшкилати, америка қошма штатлири сода вәкилидин, хитайни 2001 - дуня сода тәшкилатиға әза болуп киргәндә һасил қилған дуня сода тәшкилатиниң барлиқ әзалири чоқум әмәл қилишқа тегишлик мәҗбурийәтлирини ада қилмиди дәп әйибләп дуня сода тәшкилатиға әрз сунушни тәләп қилди.
Бирләшмә агентлиқида көрситилишичә, кишилик һоқуқ биринчи иттипақиниң вакаләтчиси дуня сода тәшкилати әзалириға “базарға кириш һоқуқи” берилгәнликини, әмма нурғунлиған електронлуқ мәһсулатлирини сатидиған америка ширкәтлириниң тор бәтлириниң хитай һөкүмитиниң чәкләш қилмишлири түпәйли хитайда толуқ ишлимәйдиғанлиқини билдүрди.
У мундақ деди: " хитайниң интернетқа қарита елип барған чәкләш һәрикити, сөз- пикир әркинлики вә кишилик әркинлик мәсилисила болуп қалмастин, бәлки америка - хитай арисидики електрон мәһсулатлири содисидики бир ашкара тосуқ болуп, бу бир сода мәсилисидур."
Хитай һөкүмити дөләт ичидә өз алдиға интернетни тәқипләйдиған юмшақ деталларни ишләп чиқип чәтәлдин тарқитидиған нурғун тор бәтләр устидин қара тизимлик турғузуп, хитай ичидики пуқралириниң киришни чәкләп келиватқан болуп, бу дуняниң һәр қайси җайлиридики кишилик һоқуқ тәшкилатиниң йеқиндин диққәт - етибарини қозғап келиватқан мәсилиләрниң бири иди. (Җүмә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Дуня кишилик һоқуқ күни б д т кишилик һоқуқ алий кеңишиниң баш комиссари баянат елан қилди
- Ахбарат әркинлик тәшкилати хитайға киргүзүлмиди
- Хитайниң олимпик һарписидиму кишилик һоқуқни давамлиқ дәпсәндә қиливатқанлиқи ашкариланмақта
- Хәлқара мухбирлар тәшкилати олимпик комитетини хитай мәсилисидә әйиблиди
- Америка интернет бихәтәрлик ширкити хитайни интернет җасуслуқи билән әйиплиди
- Оттура шәрқ тинчлиқ сөһбити башланди
- Хәлқара олимпик комитети әмәлдарлири хитай кишилик һоқуқ баянати һәққидә муназириләшмәктә
- Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати тибәт вә уйғур елигә қаритилған ахбарат чәклимисини тәнқид қилди
- Чегрисиз мухбирлар тәшкилати саркозидин хитай зияритидә кишилик һоқуқни оттуриға қоюшни тәләп қилди
- Хитай " җуңгониң сиясий партийә түзүми" намлиқ ақ ташлиқ китабини елан қилди