Америка дөләт мәҗлиси әзалири Yahoo ни тәнқид қилди


2006.02.10

Америка дөләт мәҗлиси әзалири пәйшәнбә күни америка интернәт ширкити Yahoo ни хитай сақчи даирилириниң интернәт язғучиси ли җини қолға елишиға ярдәм қилиш билән билән әйиплиди.

Ройтерс ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, америка авам палатаси кишилик һоқуқ гурупписиниң рәиси, җумһурийәтчиләр партийиси авам палата әзаси кристофир симит, язғучи ли җиниң қолға елинишини " көрүнгән тағниң бир бурҗики", дәп атиған. У, техиму көп затларниң зиянкәшликкә учриғанлиқини тепип чиқишқа тоғра келиду, дәйду.

Америка дөләт мәҗлиси кишилик һоқуқ гурупписиниң қошумчә рәиси там лантосниң әскәртишичә, америка дөләт мәҗлиси хитайниң америка интернәт ширкәтлирини өзи билән һәмкарлишишқа мәҗбурлап, сөз әркинликини бастурмақчи боливатқанлиқиға давамлиқ диққәт қилиду, дәп көрсәтти. У, " биз бу ширкәтләрниң бесимға тақабил туруш йоллирини издәватимиз, диди.

Униң ашкарилишичә, бу мәсилә тоғрисида америка дөләт мәҗлиси келәр һәптә гувалиқ бериш йиғини чақиридикән. Келәр һәптә чаршәнбә күни чақирилидиған гувалиқ бериш йиғинида, дөләт мәҗлиси әзалири Yahoo ширкитидин хитай һөкүмитини зади қандақ учурлар билән тәминлигәнлики, буниңға қанчилик адәмниң четилидиғанлиқи вә Yahoo ниң хитай сақчи даирилири билән болған мунасвити қатарлиқ мәсилиләрни сориши мүмкин.

Чигрисиз мухбирлар тәшкилати пәйшәнбә күни елан қилған баянатида әскәртишичә, сичүән өлкилик һөкүмәтниң хадими ли җи, хитайниң парихорлуқи һәққидә мақалә язған вә Yahoo ширкити униң һәққидики учурларни хитай сақчи даирилириға йәткүзүп бәргән болуп, сақчилар өткән йили 4 - айда Yahoo ширкити тәминлигән йип учиға асасән ли җини қолға алған. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.