Иорданийә падишаһи абдулла хитайда зиярәттә


2007.10.30

Иорданийә падишаһи абдулла, сәйшәнбә күни хитайға қаратқан төт күнлүк рәсмий зияритини башлиди. Әнгилийә б б с радио ‏- телевизийисиниң хәвиригә қариғанда, падишаһ абдулла, бейҗиң университетида қилған нутуқида хитайни оттура шәрқ мәсилисиниң һәл болушиға актип қатнишишқа дәвәт қилған болуп, у сөзидә " мән ишинимәнки, әгәр хитай һөкүмити мурәссәләштүргүчи салаһийити билән оттуриға чиқса исраилийә билән пәләстин тоқунушниң тезрақ һәл болушида рол ойниялайду" дәп билдүргән.

Падишаһ абдулланиң хитайни зиярәт қилиши хитай ‏- иорданийә депломатик мунасивитиниң 30 йиллиқини тәбрикләш мунасивити билән орунлаштурулған болуп, у 30- өктәбир хитай рәиси ху җинтав билән көрүшүп сөһбәт җәрянида оттура шәрқ кризиси үстидә тохталғинида йәнә тәкитләп: пәләстин билән исраилийә тоқунуши оттура шәрқтики мәркизи мәсилә, шундақла нөвәттики әң җиддий һәл қилишқа тегишлик мәсилә, икки дөләтниң ортақ баравәр мәвҗут болуп турушини әмәлгә ашуруш оттура шәрқ мәсилисини түптин һәл қилишниң асаси" дегән.

Ху җинтав хитайниң еорданийини өз ичигә алған хәлқара җәмийәт билән бирдәк оттура шәрқ кризисиниң балдуррақ һәл болушини үмид қилидиғанлиқи һәмдә буниңда өз ролини җари қилдуридиғанлиқини ипадилигән.

Хәвәрдә хитай ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси лю җәнчавниң баянлирини нәқил кәлтүрүшичә, хитай тәрәп иорданийә падишаһи абдулланиң бу қетимлиқ зиярәт паалийити арқилиқ икки дөләт оттурисида һәр саһәләр буйичә өз ‏- ара һәмкарлиқ орнитишни илгири сүрүш вә сиясий, иқтисадий җәһәтләрдики һәмкарлиқини техиму күчәйтишни үмид қилмақта икән. Падишаһ абдулла зиярәт җәрянида шаңхәйгиму баридиған болуп, униң хитай билән иорданийә оттурисидики иқтисадий келишимләргә қол қойидиғанлиқи қияс қилинмақта. (Гүлчеһрә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.