Асия - тинч окян иқтисадий һәмкарлиқ йиғини нурғун мәсилиләрни музакирә қилиду
2006.11.14
Вйетнамниң пайтәхти ханойда давамлишиватқан асия - тинч окян райони иқтисадий һәмкарлиқ тәшкилатиниң юқири дәриҗилик әмәлдарлар йиғинида, дуня сода тәшкилатиниң деһқанчилиқ вә ғәйрий деһқанчилиқ мәһсулатлири базирини ечиветиш мәсилиси, асия - тинч окян тәшкилатиниң әркин мал базири районини ечиш мәсилиси һәмдә район характерлик бихәтәрлик мәсилиси қатарлиқ нурғун мәсилиләр музакирә қилинмақчи.
Америка авази тор бетидә баян қилинишичә, 14 - қетимлиқ иқтисадий һәмкарлиқ йиғининиң ғәйрий рәсмий йиғини 12 - ноябир күни башланған болуп, бәш күндин кейин башлинидиған асия - тинч окян иқтисадий һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләр башлиқлири йиғиниға америка президенти буш, русийә президенти путин, японийә баш министири әнйи пусән һәмдә хитай дөләт рәиси ху җинтав қатарлиқлар қатнишиду вә йиғин аяқлашқанда муһим баянатлар елан қилиду.
Бу йил 7 - айда дуня сода тәшкилатиға әза дөләтләрдин америка, японийә, австралийә, бразилийә, һиндистан вә явропа иттипақи қатарлиқлар дуня сода тәшкилатида деһқанчилиқ вә ғәйрий деһқанчилиқ мәһсулатлар базирини ечивитиш мәсилисидә бирликкә келәлмәй қатмаллиққа кирип қалған иди.
Нөвәттә давамлишиватқан шималий корийиниң ядро қораллири мәсилисиму йиғинға қатнашқан бир қисим дөләт рәһбәрлири оттуриға қойидиған муһим мәсилиләрниң бири дәп қаралмақта. (Меһрибан)