Иран ядро мәсилисидә хитайниң қоллишиға еришти


2004.11.07

Иранни зиярәт қилған хитай ташқи ишлар министири ли җавшиң шәнбә күни, хитай һөкүмити америкиниң иран ядро мәсилисини б д т хәвпсизлик кеңишидә музакирә қилиш тәклипигә қарши туриду диди. Ли җавшиң иран ядро мәсилисини хәвпсизлик кеңишигә елип бериш мәсилини мурәккәпләшүтүриветиду, дәп көрсәтти. У, иранниң ядро қораллар пилани кәлтүрүп чиқарған ихтилапни хәлқара атом енергийә оргининиң рамкиси даирисидә һәл қилиш керәкликини илгири сүрди. Ли җавшиңниң ирандики икки күнлик зиярити шәнбә күни башланған. Ли җавшиң теһрандики зиярити җәрянида иран президенти һатәми, иран ташқи ишлар министири камал харазилар билән сөһбәт елип барған.

У, иран билән хитай тәрәққий қиливатқан дөләтләр, сияси җәһәттә бир бирини һөрмәт қилиш, иқтисади җәһәттә бир бирини толуқлаш күчи зор, дәп тәкитлигән. Иран б д т кишилик һоқуқ комитетиниң җәнвәдики йиллиқ йиғинида һәр йили хитайни қоллап, америкиниң хитай кишилик һоқуқ хатирисини тәнқит қилиш лайиһисигә қарши аваз бериватиду. Ли җавшиң иранни зиярәт қилиштин бир һәптә илгири иран ташқи илар министири камал харәзи бейҗиңни зиярәт қилғанда, иран билән хитай нәччә милярд долларлиқ нефит һәмкарлиқ келишими түзгән. Бу арида иран мәтбуатлириниң хәвәр қилишичә, иран билән явропа иттипақи йәкшәнбә күни паризда иран ядро мәсилиси бойичә дәсләпки келишим һасил қилған. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.