Иран, б д т бихәтәрлик кеңишидин өзини қачурушта хитайниң ярдимигә еришкәнликини ейтти
2004.11.24
Иран һөкүмитиниң бир нәпәр әмәлдари чаршәнбә күни бейҗиңни зиярәт қиливатқан мәзгилидә, америка оттуриға қойған иранниң ядро программиси мәсилисини бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң бихәтәрлик кеңишидә бир тәрәп қилиш тәкливигә иран һөкүмити қаршилиқ билдүргәндә хитай һөкүмитиниң чоң ярдимигә еришкәнликини билдүрди.
Америка бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, иранниң хәлқара атом енергийә тәшкилатидики вәкили сийит һусәйин мусавиан сөзидә, хитай ташқи ишлар министири әмәлдарлириниң униңға бейҗиң һөкүмитиниң иран ядро мәсилисини б д т бихәтәрлик кеңиши әмәс, бәлки хәлқара атом енергийә тәшкилати ичидә бир тәрәп қилишни халайдиғанлиқини ейтқанлиқини билдүргән.
Америка һөкүмити иранниң мәхпий һалда ядро программисини елип бериватқанлиқиға ишинидиған болуп, һәтта бу мәсилини б д т бихәтәрлик тәшкилатида һәл қилиш тәкливини сунған иди. Әмма бу иран вәкили ейтқандәк иран вә хитай һөкүмитиниң қаршилиқиға учриған.
Иран вәкили мусавиан йәнә, америкиниң ядро программиси тоғрисидики қарашлирини рәт қилип, иранниң һечқачан ядро қоралларни тәрәққий қилдуруш паалийити билән шоғулланмиғанлиқини билдүрди. Америка һөкүмити буниңдин илгири йәнә, бәзи хитай ширкәтлириниң иранға ядро қораллирини ясаш техникилирини сетип бәргәнликини әйиплигән иди. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Путин русийиниң йеңи типтики ядро бомба сестимиси ясаватқанлиқини ейтти
- Иран ядро мәсилисидә хитайниң қоллишиға еришти
- Колин повел ли җавшиң билән шималий корийә вә иран мәсилисини музакирә қилди
- Америка мәркизий ахбарат идариси хитайниң ядро қораллириға аит доклатини ашкарилиди
- Шималий корийиниң 2 - нумурлуқ рәһбири ким юңнәм хитайни зиярәт қилди
- Америка хитайниң йәттә ширкитигә иқтисади җаза йүргүзди
- Шимали корийә ядро қораллардин ваз кәчмәйдиғанлиқини җакарлиди
- Шималий корийә һөкүмити 9 - сентәбирдики чоң партлаш һәққидә чүшәндүрүш бәрди
- Америка дипломатик әмәлдари хитайдики зияритини башлиди
- Хитай билән америка ядро қораллар мәсилисидә ихтилабларни һәл қилишқа қарап йүзләнди