Хитай иранниң ядро мәсилисини хәвпсизлик кеңишидә музакирә қилишқа қарши чиқти


2004.11.26

Хитай һөкүмити иранниң ядро қораллар мәсилисини б д т ниң хәвпсизлик кеңишидә музакирә қилишқа қошулмайдиғанлиқини билдүрди. Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси җаң чийө, алдинқи күни ташқи ишлар министирлиқиниң ахбарат елан қилиш йиғинида, иранниң ядро мәсилиси хәлқара атом ениргийиси оргининиң рамкиси ичидә һәл қилиниши керәк, дәп көрсәткән. Шундақла у йәнә хитай, иран билән атом енергийә оргинини омуми йүзлүк һәмкарлишишқа риғбәтләндүриду, дәп тәкитлигән.

Җаң чийөниң ашкарилишичә, нөвәттә бейҗиңни зиярәт қиливатқан иранниң ядро мәсилиләр бойичә алаһидә әлчиси, хитай даирилиригә иранниң явропа иттипақи билән имзалиған мунасивтәлик келишими һәққидә мәлумат бәргән, шундақла икки тәрәп өз ара пикир алмаштурған.

Иран хитайға нефит - енергийә експорт қилидиған асаслиқ дөләтләрниң бири. Шундақла хитай иранни назук тәхникилик һәрбий қораллар билән тәминләйдиған дөләт. Йеқинда хитай билән иран 20 милярд долларлиқ нефит- енергийә һәмкарлиқ келишими имзалиған. Америка иранға назук тәхникилик һәрбий әсвабларни сатқан бәзи хитай ширкәтлиригә имбарго қойған иди. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.