Райис, "иранға һуҗум қилиш күнтәртиптики пиланимизда йоқ" диди
2005.02.04
Америка ташқи ишлар министири кондилиза райис, "иранға һуҗум қилиш күнтәртиптики пиланимизда йоқ, дәп көрсәтти. У бу сөзни җүмә күни лондонда әнгилийә баш министири тоней блайир билән көрүшкәндин кейин тәкитлиди.
Әнгилийә, кондилиза райисниң америка ташқи ишлар министирлиқини өткүзивалғандин кейинки чәтәлгә қилған тунҗи зияритиниң биринчи бекити. Райис җүмә күни лондонда мухбирларни күтүвелиш йиғинида әскәртип, "иранниң ядро қоралларни тәрәққий қилдуруш пилани райондики шундақла дуняниң муқимлиқиға бузғунчилиқ қилмақта," дәп көрсәтти.
Райис, иранға һәрбир һуҗум қозғаш америкиниң күнтәртипидики пиланида йоқлиқини тәкитлиди. У, мәсилисини һазирчә дипломатик йоллар арқилиқ һәл қилиш мүмкинчилики барлиқини билдүрди. Нөвәттә әнглийә, германийә, франсийә қатарлиқ дөләтләр иран мәсилисини дипломатик йоллар арқилиқ қилишни тәшәббус қилмақта. Президент буш алдинқи күни дөләт мәҗлисидики нутуқида иранни юқири мәсилиләр бойичә агаһландурған. Улар йәнә хитайға қаритилған имбаргосини музакирә қилған.
Әнгилийә, германийә, франсийә қатарлиқ дөләтләр, хитайға қаритилған қорал - ярақ имбаргосини бикар қилиш тәрәпдари, бирақ райис, имбаргони бикар қилишниң районда һәрбий вә техника җәһәттики тәңпуңлуқни бузушидин әнсирәйдиғанлиқини тәкитлиди. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка кеңәш палатаси кондолиза райсниң ташқи ишлар министири болишини мақуллиди
- Кондолиза райс америка кеңәш палатаси ташқи ишлар комитетиниң мақуллишидин өтти
- Америка дөләт мәҗлиси әзаси һенри һайд хитайни әйиплиди
- Америка хитайниң үч ширкитигә җаза бәрди
- Хитай иранниң ядро мәсилисини хәвпсизлик кеңишидә музакирә қилишқа қарши чиқти
- Иран, б д т бихәтәрлик кеңишидин өзини қачурушта хитайниң ярдимигә еришкәнликини ейтти
- Иран ядро мәсилисидә хитайниң қоллишиға еришти